Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 3
Psal UyCyr 3:2  Нәқәдәр көптур дүшмәнлирим, әй Пәрвәрдигар, Шунчә җиқтур маңа қарши чиққанлар.
Psal UyCyr 3:3  Дейишәр нурғун кишиләр үстүмдин: «Йоқтур униңға ниҗатлиқ Худадин». Селаһ
Psal UyCyr 3:4  Амма, әй Пәрвәрдигар, қалқинимдурсән, Шан-шөһритим, қәддимни көтәргүчисән.
Psal UyCyr 3:5  Пәрият қилған едим жуқури авазда Пәрвәрдигарға, У җавап бәрди муқәддәс Сион теғидин маңа. Селаһ
Psal UyCyr 3:6  Сақлиғач мени Худа Өз панайида, Ятсам кетимән хатирҗәм уйқуға, Теч-аман ойғинимән йәнә таңда.
Psal UyCyr 3:7  Қорқмасмән миңлиған кишиләрдин, Уларниң һәр тәрәптин қилған һуҗумидин.
Psal UyCyr 3:8  Әй Пәрвәрдигар, ярдәмгә кәлгин, Әй Илаһим, мени қутқузғин. Йүзлиригә урисән дүшмәнлиримниң, Чишлирини сундурисән яманларниң.
Psal UyCyr 3:9  Әй Пәрвәрдигар, Сәндин келәр ниҗатлиқ, Өз хәлқиңни қилғайсән бәрикәтлик. Селаһ