Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 63
Psal UyCyr 63:2  Қулақ салғин, әй Худа, аңла мениң аһимни, Дүшмәнләрниң қәстидин қоғдиғин һаятимни.
Psal UyCyr 63:3  Сақлиғин мени Өзәң яманларниң сүйиқәстидин, Аман қил һаятимни уларниң қәстидин.
Psal UyCyr 63:4  Гоя қилич кәби өткүр уларниң тиллири, Худди оқ-ядәк бәтләклик уларниң зәһәр сөзлири.
Psal UyCyr 63:5  Йошурун атар улар гунасиз кишиләрни, Туюқсиз оққа тутар һеч қорқмастин уларни.
Psal UyCyr 63:6  Яманлиқ қилишқа илһамландуруп бир-бирини, Мәслиһәтлишәр өз ара йошурун қапқан қурушни, Ойлайду улар: «Ким билип қалатти бу ишларни».
Psal UyCyr 63:7  Дәйду улар һәрхил сүйиқәст ойлап чиқип: «Мукәммәл план түздуқ бирлишип». Немә дегән сирлиқ һә, инсанниң ички дунияси.
Psal UyCyr 63:8  Амма Худа уларға оқ атар, Улар туюқсиз яридар болар.
Psal UyCyr 63:9  Тиллиридин илинип гумран болар, Уларни көргәнләр мәсқирә қилар.
Psal UyCyr 63:10  Қорқунуч басар һәммә инсанларни, Ойлиғанда Худаниң қудритини, Баян қилар Униң карамәтлирини.
Psal UyCyr 63:11  Һәққанийлар шатлансун Пәрвәрдигардин дайима, Пана тапсун һәм улар Пәрвәрдигарниң қойнида, Қәлби паклар һәмдусана ейтсун Униңға.