PSALMS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 54
Psal | UyCyr | 54:4 | Салди дүшмәнләр қорқунуч маңа, Яманлар салмақта җәвир-җапа. Шикайәт қилар улар маңа, Ғәзивидин бала яғар бешимға. | |
Psal | UyCyr | 54:10 | Әй Егәм, қаймуқтуруп явлиримни, Бөлүвәткин бирқанчигә тиллирини. Чүнки көрдүммән шәһиримиздә Зораванниң һәрикити вә җедилини. | |
Psal | UyCyr | 54:11 | Қаравуллуқ қилар улар кечә-күндүз, Айлинип жүрүп шәһәр сепилини. Һалбуки, қаплиған шәһәрни җинайәт вә шумлуқ, Өз илкигә алған зулум, һейлә вә бузуқчилиқ. | |
Psal | UyCyr | 54:12 | Қаравуллуқ қилар улар кечә-күндүз, Айлинип жүрүп шәһәр сепилини. Һалбуки, қаплиған шәһәрни җинайәт вә шумлуқ, Өз илкигә алған зулум, һейлә вә бузуқчилиқ. | |
Psal | UyCyr | 54:13 | Дүшмәнлирим әмәс маңа һақарәт қилғанлар, Болмиса сәвир-тақәт қилар едим. Өчмәнлирим әмәс мени камситқанлар, Болмиса улардин өзәмни қачурар едим. | |
Psal | UyCyr | 54:15 | Биз сирдаш достлар едуқ, Муқәддәс ибадәтхана һойлисида Җамаәт арисида биллә жүргән едуқ. | |
Psal | UyCyr | 54:16 | Өлүм дүшмәнлиримни қойниға алсун туюқсизла, Тирик кәтсун улар өлүкләр маканиға, Чүнки яманлиқ макан қурар уларниң диллирида. | |
Psal | UyCyr | 54:19 | Гәрчә шунчә көп болсиму, Қарши чиққанлар маңа. У қутқузар җәңләрдә мени, Зиян йәткүзмәй җенимға. | |
Psal | UyCyr | 54:20 | Әзәлдин һөкүм сүрүп кәлгүчи, Аңлап мениң дуалиримни, Селаһ Мәғлуп қилар дүшмәнлиримни. Чүнки улар янмас йолидин, Қорқмас һәм Худайимдин. | |
Psal | UyCyr | 54:21 | У һәмрайим мушт көтәрди, Өзини дост билгәнләргә. Хилаплиқ қилди у һәм Достиға бәргән вәдисигә. | |
Psal | UyCyr | 54:22 | Сериқ майдин силиқтур ағзи, Бирақ шумлуққа толғандур дили. Шекәр-шәрбәттәк сөзләр тили, Лекин иштик қиличтәк хәтәрликтур ейтқанлири. | |
Psal | UyCyr | 54:23 | Пәрвәрдигарға тапшур ғәм-қайғуңни, У қоллап-қувәтләр сени. Пәрвәрдигар жиқитмас һәргиз, Тоғра йолда маңған адәмни. | |