Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 90
Psal UyCyr 90:1  Кимки макан тутса улуқ Худаниң панайида, Яшар у һәммигә қадир Худа сайисида.
Psal UyCyr 90:2  Ейтармән Пәрвәрдигарға: «Башпанайим, Қорғинимсән, Ишәнчимни бағлиған Худайимсән».
Psal UyCyr 90:3  Бәрһәқ, Худа қутқузар сени қилтақчиниң қилтақлиридин, Қирғин қилғучи ваба кесилидин.
Psal UyCyr 90:4  Бүркүт кәби У қанатлири астиға алар сени, Сән үчүн пана болар Униң қанатлири, Қалқан вә қорғиниң болар садақити.
Psal UyCyr 90:5  Қорқмассән нә кечиниң вәһимисидин, Нә күндүзи етилған оқтин.
Psal UyCyr 90:6  Нә қараңғуда билдүрмәй тарқалған ваба кесилидин, Нә йоруқта кәлгән әҗәллик апәттин.
Psal UyCyr 90:7  Гәрчә миңлиған кишиләр жиқилсиму бу йениңда, Он миңлиған җәсәтләр ятсиму у йениңда, Бала-қазалар һеч йеқинлашмас саңа.
Psal UyCyr 90:8  Көрисән пәқәт өз көзүң билән бу ишларни, Яманларниң қандақ җазаланғинини.
Psal UyCyr 90:9  Пәрвәрдигарни пана қилғиниң үчүн, Улуқ Худани қорғиним дәп билгиниң үчүн,
Psal UyCyr 90:10  Һечбир яманлиқ кәлмәс бешиңға, Һеч ваба кесили йеқинлашмас чедириңға.
Psal UyCyr 90:11  Пәрвәрдигар әмир берәр сән үчүн пәриштилиригә, Улар қоғдар сени һәммә йоллириңда.
Psal UyCyr 90:12  Жүрәр пәриштиләр сени көтирип қоллирида, Урулуп кәтмисун дәп путлириң бирәр ташқа.
Psal UyCyr 90:13  Бесип дәссәйсән илан вә ширни, Чәйләйсән зәһәрлик илан вә арсланни.
Psal UyCyr 90:14  Дәйдуки Пәрвәрдигар: «Мени сөйгәнлиги үчүн уни қутқузимән. Мени тонуғанлиғи үчүн қоғдаймән.
Psal UyCyr 90:15  Җавап беримән илтиҗа қилғинида, Униң билән биллә болимән еғир күнлиридә, Қутқузуп уни сазавәр қилимән шөһрәткә.
Psal UyCyr 90:16  Узун өмүр ата қилип мәмнун қилимән уни, Беримән униңға ниҗатлиғимни».