Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 143
Psal UyCyr 143:1  Һәмдусана ейтилсун қорам тешим болған Худаға, Маһир қилар У мениң қоллиримни җәң қилишқа.
Psal UyCyr 143:2  Маңа садиқ мәдәткар, қорғинимдур У мениң, Ниҗаткарим, мустәһкәм қорғиним У мениң. Қалқинимдур У мениң, пана тапармән Униңда, Бойсундурар У дайим хәлиқләрни қол астимға.
Psal UyCyr 143:3  Әй Пәрвәрдигар, инсан немиди Сән униңға нәзәр салғудәк, Адәм балиси немиди Сән униңға көңүл бөлгүдәк?
Psal UyCyr 143:4  Охшар инсан һаяти гоя кетиватқан сайиға, Охшар униң өмри бәәйни бир тиниққа.
Psal UyCyr 143:5  Көкни йерип чүшкин әй Худа, Ис-түтәкләр чиқарғин тағлар ара.
Psal UyCyr 143:6  Чақмақларни чақтуруп қоғлиғайсән дүшминиңни, Тарқатқайсән уларни етип туруп оқлириңни.
Psal UyCyr 143:7  Узитип қолуңни Сән көк бағридин, Тартивалғин мени Худа қайнам дәрия-сулардин, Қутқузғин һәм мени ятлар чаңгилидин.
Psal UyCyr 143:8  Улар дайим сөзләр ялған сөзләрни, Берәр сахта, ялған қәсәмләрни.
Psal UyCyr 143:9  Әй Худа, Саңа атап ейтай йеңи нахша, Күйләй Сени он тарлиқ чилтарда.
Psal UyCyr 143:10  Сән исраилниң падишалириға ғалибә ата қилғучисән, Бәндәң Давутни әҗәллик қилич астидин қутқузғучисән.
Psal UyCyr 143:11  Ятларниң қолидин қутқузуп азат қил мени, Улар дайим сөзләр ялған сөзләрни, Берәр сахта, ялған қәсәмләрни.
Psal UyCyr 143:12  Оғуллиримиз охшиғай яхши өскән көчәтләргә, Қизлиримиз орда түврүклиридики нәпис нәқишләргә.
Psal UyCyr 143:13  Амбарлиримиз лиқ толғай ашлиқларға, Қойлиримиз сан-санақсиз көпәйгәй яйлақларда.
Psal UyCyr 143:14  Көп болғай өкүзлиримизниң жүклири, Әсиргә чүшмигәй хәлқимиздин һечбири. Бузуп өтәлмигәй һечким сепиллиримизни, Аңланмиғай кочилардин зарлиниш авазлири.
Psal UyCyr 143:15  Нәқәдәр бәхитликтур, Бундақ тиләклири әмәлгә ашқан инсанлар! Нәқәдәр бәхитликтур, Егиси Пәрвәрдигар болған қовумлар!