Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 106
Psal UyCyr 106:1  Шүкүр ейтиңлар Пәрвәрдигарға, шапаәтликтур Пәрвәрдигар, Униң меһир-муһәббити мәңгүлүккә давам қилар.
Psal UyCyr 106:2  Ейтиңлар бу мәдһийини Пәрвәрдигар қутқузғанлар, Баян қилиңлар яв қолидин қутқузулғанлар.
Psal UyCyr 106:3  Ейтиңлар бу мәдһийини һәр жутлардин жиғилғанлар — Шәриқ, ғәрип, җәнуп, шималдин кәлгәнләр.
Psal UyCyr 106:4  Бәзилири кезип адәм аяқ басмиған баяванни, Тапалмиди адәм макан тутқан һечбир йәрни.
Psal UyCyr 106:5  Улар ач, уссуған еди, Үмүтлири үзүлгән еди.
Psal UyCyr 106:6  Азапта қалғинида налә қилған еди Пәрвәрдигарға, Пәрвәрдигар чиқарди уларни җападин азатлиққа.
Psal UyCyr 106:7  Тапқичә улар маканлашқудәк бир йәрни, Түз йолға башлиди Худа уларни.
Psal UyCyr 106:8  Шүкүр ейтсун улар Пәрвәрдигарға, Униң мәңгүлүк муһәббитигә, Инсанларға көрсәткән мөҗүзилиригә.
Psal UyCyr 106:9  У қандурғучидур уссузлуғини чаңқиғанларниң, У тойдурғучидур есил немәтләр билән қосиғини ачларниң.
Psal UyCyr 106:10  Бәзиләр зулмәт қараңғулуқта яшиған еди, Улар кишәнлинип, азап чәккән мәһбуслар еди.
Psal UyCyr 106:11  Чүнки улар йәргә уруп Худаниң әмирлирини, Көзгә илмиған еди улуқ Худаниң көрсәтмилирини.
Psal UyCyr 106:12  Дәрт тартқузуп кәмтар қилди Худа уларни, Жиқилсиму гәр улар чиқмиди йөләйдиған һеч бири.
Psal UyCyr 106:13  Азапта қалғинида налә қилған еди Пәрвәрдигарға, Пәрвәрдигар чиқарди уларни җападин азатлиққа.
Psal UyCyr 106:14  Қараңғу зулмәттин чиқарди уларни, Сундуруп зәнҗир-асарәтлирини.
Psal UyCyr 106:15  Шүкүр ейтсун улар Пәрвәрдигарға, Униң мәңгүлүк муһәббитигә, Инсанларға көрсәткән мөҗүзилиригә.
Psal UyCyr 106:16  Пачақлап ташлиди У мис дәрвазиларни, Чеқип ташлап төмүр тақақларни.
Psal UyCyr 106:17  Бәзиләр әқилсиз болди гуналиридин, Дучар болди азапларға яманлиқлиридин.
Psal UyCyr 106:18  Йемәкликләрдин болуп безар, Берип қалди өлүм гирдавиға улар.
Psal UyCyr 106:19  Азапта қалғинида налә қилған еди Пәрвәрдигарға, Пәрвәрдигар чиқарди уларни җападин азатлиққа.
Psal UyCyr 106:20  Кесәллири тепип шипа Худаниң сөзидин, Қутқузди уларни өлүм гирдавидин.
Psal UyCyr 106:21  Шүкүр ейтсун улар Пәрвәрдигарға, Униң мәңгүлүк муһәббитигә, Инсанларға көрсәткән мөҗүзилиригә.
Psal UyCyr 106:22  Сунуп Худаға миннәтдарлиқ қурванлиғини, Мәдһийәгә қетиңлар Униң карамәтлирини.
Psal UyCyr 106:23  Бәзиләр олтирип кемә-қатнашларда, Тирикчилик қилатти деңизларда.
Psal UyCyr 106:24  Гувачидур улар Пәрвәрдигарниң қудритигә, Чоңқур деңизларда көрсәткән карамәтлиригә.
Psal UyCyr 106:25  Әмри билән һөкиритип боранларни, Пәйда қилған еди У долқунларни.
Psal UyCyr 106:26  Кемиләр гаһ көтирилип асман-пәләккә, Гаһ чүшкинидә долқун астиға, Улар хәтәрдин чүшкән еди дәккә-дүкигә.
Psal UyCyr 106:27  Улар гоя мәсләрдәк дәлдәңләшти, Һечқандақ чарә-амали қалмиғанти.
Psal UyCyr 106:28  Азапта қалғинида налә қилған еди Пәрвәрдигарға, Пәрвәрдигар чиқарди уларни җападин азатлиққа.
Psal UyCyr 106:29  У боранни тохтатти, Долқунларму тиничланди.
Psal UyCyr 106:30  Шатланди улар тиничлатқачқа долқунни, Нишан қилған портқа йетәклиди Худа уларни.
Psal UyCyr 106:31  Шүкүр ейтсун улар Пәрвәрдигарға, Униң мәңгүлүк муһәббитигә, Инсанларға көрсәткән мөҗүзилиригә.
Psal UyCyr 106:32  Улар хәлиқ арисида улуқлисун Худани, Ақсақаллар мәҗлисидә мәдһийилисун Худани.
Psal UyCyr 106:33  Гуна қилса бу йәрниң адәмлири, Баяванға айландурулар дәриялири, Сүйи түгәп қағҗирар булақлири, Шорлуқ топрақ болар үнүмлүк йәрлири,
Psal UyCyr 106:34  Гуна қилса бу йәрниң адәмлири, Баяванға айландурулар дәриялири, Сүйи түгәп қағҗирар булақлири, Шорлуқ топрақ болар үнүмлүк йәрлири,
Psal UyCyr 106:35  У йәнә көл қилар чөл-баяванни, Булақларға айландурар чаңқақ йәрләрни.
Psal UyCyr 106:36  Ачларни җайлаштуруп әшу йәргә, Айландурар у йәрни бир шәһәргә.
Psal UyCyr 106:37  Үзүм тикип, йәр терип улар, Алиду мол һосуллар.
Psal UyCyr 106:38  Бәрикәт бәргәч уларға Пәрвәрдигар, Зор көләмдә сани авуп уларниң, Көп болар уларда мал-варанлар.
Psal UyCyr 106:39  Зулум, азап, дәрт селип дүшмәнлири, Навада хорлинип, азийип кәтсә санлири,
Psal UyCyr 106:40  Яв һөкүмдарлирини шәрмәндә қилип Пәрвәрдигар, Уларни дәшт-чөл, баяванда сәрсән қилар.
Psal UyCyr 106:41  Зулумдин азат қилип мискинләрни, Қой падисидәк көп қилиду әвлатлирини.
Psal UyCyr 106:42  Буни көрүп шатлиниду һәққанийлар, Ағзи етилип, үнсиз турар яманлар.
Psal UyCyr 106:43  Көңүл қойсун бу ишларға әқли барлар, Худаниң мәңгүлүк муһәббитини чүшәнсун улар.