PSALMS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 88
Psal | UyCyr | 88:2 | Пәрвәрдигар мәңгүлүк муһәббитиңни әбәдий күйләймән, Садақитиңни әвлаттин-әвлатқичә баян әйләймән. | |
Psal | UyCyr | 88:4 | Рәббим, Сән дедиңки: «Талливалған бәндәм билән келишим қилдим, Қулум болған Давутқа қәсәм қилдим. | |
Psal | UyCyr | 88:5 | Сениң әвлатлириңни әбәдий падишаллиққа егә қилимән, Нәслиңниң тәхткә варислиқ қилишиға капаләтлик қилимән». Селаһ | |
Psal | UyCyr | 88:6 | Әй Егәм, асманларда мөҗүзилириң тәбриклинәр, Садақитиң пәриштиләр арисида мәдһийилинәр. | |
Psal | UyCyr | 88:9 | Әй Худа — қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар, Саңа охшаш қудрәт Егисидин йәнә ким бар? Әтрапиңни садақәтлик орап турар. | |
Psal | UyCyr | 88:10 | Деңиз қанчә мәғрур болсун, Сән униңға һөкүмрансән, Өркәшлисә долқун ясап уни бесип тиничландурисән. | |
Psal | UyCyr | 88:13 | Яратқансән шимал, җәнуп вә улардики һәммини, Шатлиқта намиңни күйләр Табор, Хәрмон чоққилири. | |
Psal | UyCyr | 88:15 | Тәхтиңниң һули болса һәққанийлиқ адаләттур, Муһәббәт вә садақәтлик һөкүмранлиғиңниң һәмрайидур. | |
Psal | UyCyr | 88:16 | Тәнтәнә, алқишларни қилған хәлиқ бәхитлик һесаплинар, Яшар улар һозуруңниң нурида, әй Пәрвәрдигар. | |
Psal | UyCyr | 88:18 | Уларниң күч-қувәт, шан-шәриви Сәндин келәр, Шапаитиң болғач улар дайим ғалибә қилар. | |
Psal | UyCyr | 88:19 | Бәрһәқ, бизниң падишайимиз мәнсүптур Пәрвәрдигарға, Тәвәдур исраилларни таллиған муқәддәс Худаға. | |
Psal | UyCyr | 88:20 | Бир аяниңда мундақ дегән едиң садиқ Өз бәндәңгә: «Мән бир палванға ярдимимни йәткүздүм, Әл арисидин уни таллап, көтәрдим. | |
Psal | UyCyr | 88:21 | Демәк, қулум Давутни таптим, Муқәддәс мейимни сүркәп бешиға, Уни силәргә падиша қилип тиклидим. | |
Psal | UyCyr | 88:27 | У Маңа дуа қилип дедики: ‹Сән мениң Атам, Худайимдурсән, Ниҗаткарим, қорам тешимдурсән›. | |
Psal | UyCyr | 88:30 | Әвлатлирини әбәдий падишалиққа егә қилимән, Тәхтини униң асман кәби давам қилдуримән. | |
Psal | UyCyr | 88:39 | Бирақ һазир Сән уни рәт қилип ташлавәттиң, Өзәң таллап бәкиткән падишаға ғәзәпләндиң. | |
Psal | UyCyr | 88:47 | Әй Пәрвәрдигар, Қачанғичә Өзәңни мәндин қачурисән? Қәһир-ғәзәп отуңни қачанғичә көйдүрисән? | |
Psal | UyCyr | 88:50 | Әй Рәббим, Садақәттә Давутқа қилған вәдилириң нәләрдә қалди? Бурун көрсәткән меһир-муһәббитиң қәйәрдә қалди? | |
Psal | UyCyr | 88:51 | Қулуң учраватқан мәсхириләрни әскә алғайсән, Барчә әлниң маңа қилған һақарәтлирини көргәйсән! | |