Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 28
Psal UyCyr 28:1  Әй пәриштиләр, махтаңлар Пәрвәрдигарни, Махтаңлар Униң шан-шәриви вә қудритини.
Psal UyCyr 28:2  Махтаңлар Пәрвәрдигарни мунасип Униң намиға, Сәҗдә қилиңлар парлақ, муқәддәс Пәрвәрдигарға.
Psal UyCyr 28:3  Пәрвәрдигарниң авази аңлинар деңиз-океанларда, Гүлдүрмома гүлдүрлитәр шану-шавкәтлик Худа, Униң авази бепаян сулар үстидә яңритип сада.
Psal UyCyr 28:4  Пәрвәрдигарниң авази қудрәтликтур, Пәрвәрдигарниң авази һәйвәтликтур.
Psal UyCyr 28:5  Җараңлиса Пәрвәрдигарниң авази сунуп кетәр кедир дәрәқлири, Шундақ, Пәрвәрдигарниң авазида парә-парә болуп кетәр Ливан кедирлири.
Psal UyCyr 28:6  Җараңлиса Пәрвәрдигарниң авази мозайдәк сәкрәп кетәр Ливан тағлири, Көндүрүлмигән буқидәк сәкрәп кетәр Сирйон теғи.
Psal UyCyr 28:7  Пәрвәрдигарниң авази чақтурар чақмақларни.
Psal UyCyr 28:8  Пәрвәрдигарниң авази титиритәр чөл-җәзирини, Пәрвәрдигар зил-зилигә салар Кадеш чөллүгини.
Psal UyCyr 28:9  Яңриса Пәрвәрдигарниң авази толғинар емән дәрәқлири, Ялиңачлинар орманлар җараңлиса Пәрвәрдигарниң авази. «Әҗайип улуқтур Худа» дәп вақиришар, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида турғанлар.
Psal UyCyr 28:10  Топан апити болғанда Пәрвәрдигар еди Өз тәхтидә, Падишадур Пәрвәрдигар, У һөкүм сүрәр мәңгүгә.
Psal UyCyr 28:11  Пәрвәрдигар күч-қудрәт берәр Өз хәлқигә, Толтурар уларни теч-аманлиқ бәхтигә.