Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 37
Psal UyCyr 37:2  Әй Пәрвәрдигар, Мени қәһриң билән әйиплимә, Маңа ғәзивиңдә тәрбийә бәрмә.
Psal UyCyr 37:3  Кирди тенимгә оқлириң, Басти мени қоллириң.
Psal UyCyr 37:4  Ғәзивиңдин жүрәк-бағрим яра болди, Гунайимдин теним мениң парә болди.
Psal UyCyr 37:5  Ғәриқ болдум гуналирим кәлкүнигә, Салмиғидин гунайимниң паттим йәргә.
Psal UyCyr 37:6  Жириңлап сесип кәтти җараһитим, Сәвәп болди буниңға наданлиғим.
Psal UyCyr 37:7  Бәллирим пүкүлди қәддим мүкчийип, Күн бойи жүримән қайғуға петип.
Psal UyCyr 37:8  Ағримақта көйүп пүтүн бәдиним, Тенимдә қалмиди һечбир сақ йерим.
Psal UyCyr 37:9  Тумшуғумға келип қалди җеним мениң, Һәсрәттин пәрият қилар қәлбим мениң.
Psal UyCyr 37:10  Әй Рәббим, арзулирим аяндур Саңа, Аһ урушум йошурун әмәстур Саңа.
Psal UyCyr 37:11  Жүригим җиғилдап һали кәтти, Һәтта көзлиримниң нури кәтти.
Psal UyCyr 37:12  Яр-бурадәр, туққанлирим кесилим сәвәвидин, Жирақ қачти өзлирини елип мәндин.
Psal UyCyr 37:13  Қапқан қурар җенимға қәст қилмақчи болғанлар, Улар маңа зиянкәшлик қилмақ үчүн мәслиһәт қурар. Һейлә-микир сүйиқәст ойлар күн бойи улар.
Psal UyCyr 37:14  Һечнемини аңлимаймән паң адәмдәк, Һечбиригә сөз қилмаймән кекәчләрдәк.
Psal UyCyr 37:15  Шундақ қулиғи паң адәмдәкмән, Җавап беришкә тили йоқ кекәчтәкмән.
Psal UyCyr 37:16  Әй Пәрвәрдигар, үмүтүмни бағлидим Саңа, Әй Егәм, Илаһим, җавап берисән маңа.
Psal UyCyr 37:17  Тиләймән, үстүмдин күлмисун бирәвләр, Тейилғинимда һакавурлуқ қилғанлар.
Psal UyCyr 37:18  Жиқилай дәп қалдим, әй Худа, Азап һәмрадур дайим маңа.
Psal UyCyr 37:19  Иқрар қилип гунайимға, Пушайман қилдим хаталиғимға.
Psal UyCyr 37:20  Дүшмәнлирим сәгәк һәм күчлүктур, Сәвәпсизла маңа өчләр шунчә көптур.
Psal UyCyr 37:21  Яхшилиғимға яманлиқ қайтурғанлар, Тоғра йолда маңдиң дәп қарши чиқар.
Psal UyCyr 37:22  Әй Пәрвәрдигар, өтүнәй мени ташлима, Әй Илаһим, мени ташлап кәтмә жираққа.
Psal UyCyr 37:23  Әй Егәм, Ниҗаткарим, Қилғин маңа тездин ярдәм.