Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 42
Psal UyCyr 42:1  Әй Худа, «гунасиз» дәп ақлиғин мени, Қоллиғин садақәтсиз хәлиққә қарши давайимни, Адаләтсиз, һелигәрләрдин қутқуз мени.
Psal UyCyr 42:2  Башпанайим туруп, әй Худа, Рәт қилисән мени немишкә? Нечүн матәм тутуп жүримән, Дүшмәнлиримниң зулуми астида?
Psal UyCyr 42:3  Чачқин нуруңни, көрсәт һәқиқитиңни, Йетәклисун улар мени муқәддәс теғиңға, Елип барсун учришиш җайимизға.
Psal UyCyr 42:4  Қурванлиқ супаңға баримән шунда, Бирдин-бир шатлиғим болған Худа алдиға. Челип лира һәмдусана ейтимән Саңа, Мениң Илаһим болған, әй Худа.
Psal UyCyr 42:5  Әй қәлбим, немишкә шунчә чүшкүнсән?! Әй көңлүм, немишкә арам тапмайсән?! Үмүт күт Худадин, мәдһийиләймән йәнила Уни, Худайим сақлиғучидур шәрмәндә болуштин йүзүмни.