Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 57
Psal UyCyr 57:2  Чиқирамсиләр һәқ қарар һөкүмдарлар расттинла? Адилмиду хәлиқниң үстидики һөкүмүңла?
Psal UyCyr 57:3  Яқ, көңлүңларда яманлиқ ойлап қарар чиқирисиләр, Йәр йүзидә өзәңлар зораванлиқ қилисиләр.
Psal UyCyr 57:4  Яманлар адашқандур балиятқудин чиққандила, Ялғанчилар йолдин азар анисидин туғулупла.
Psal UyCyr 57:5  Зәһәрликтур улар зәһәрлик илан кәби, Җаһиллиғи уларниң нәй авазини аңлимайдиған кобра бәәйни, Илан ойнатқучиниң муңлуқ күйини аңлимас улар қәтъий.
Psal UyCyr 57:6  Зәһәрликтур улар зәһәрлик илан кәби, Җаһиллиғи уларниң нәй авазини аңлимайдиған кобра бәәйни, Илан ойнатқучиниң муңлуқ күйини аңлимас улар қәтъий.
Psal UyCyr 57:7  Әй Худа, уруп сундурувәткин уларниң чишлирини, Әй Егәм, жулувәткин у ширларниң тоңкай чишлирини.
Psal UyCyr 57:8  Улар худди еқип кәткән сулар кәби йоқалсун, Оқ-ялирини бәтлисә, оқи шу ан сунуп кәтсун.
Psal UyCyr 57:9  Аримиздин йоқалсун улар худди қолүлиләр маңғансири ерип йоқалғандәк, Күн көрмисун улар аялниң бойидин чүшүп кәткән бовақтәк.
Psal UyCyr 57:10  Тикән йеқилип очақта қазан сәзгичә иссиғини, Әй Худа, йоқутувәткин уларни — яш-қериларниң һәммисини,
Psal UyCyr 57:11  Яманларни җазалиса Худайим һәққанийлар хуш болар, Яманларниң қенида путлирини жуйиду улар.
Psal UyCyr 57:12  Шуңа дәрки инсанлар: «Һәққанийлар мукапат алур, Шүбһисизки, йәр йүзидә сорақ қилғучи Худа бардур».