Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 95
Psal UyCyr 95:1  Йеңи нахша ейтиңлар Пәрвәрдигарға беғишлап, Әй җаһан әһли, яңритиңлар ғәзәлләр Униңға атап.
Psal UyCyr 95:2  Нахшаңларда махтаңлар Худаниң намини, Баян әйләп һәр күни Униң ниҗатлиғини.
Psal UyCyr 95:3  Тарқитиңлар шан-шәривини әлләр ара, Әҗайип ишлирини хәлиқ ара.
Psal UyCyr 95:4  Улуқ болғач Пәрвәрдигар дайима, У лайиқтур һәссиләп мәдһийилинишкә, Үстүн болғач У ғәйри илаһлардин, Пәқәт Ула әрзийду әйминишкә.
Psal UyCyr 95:5  Пәқәт буттур башқиларниң илаһлири, Амма Худа яратқандур асманларни.
Psal UyCyr 95:6  Орап турар шан-шәрәп вә бүйүклүк Уни, Қудрәт вә гөзәлликкә толғандур Униң тураргаһи.
Psal UyCyr 95:7  Махтаңлар, әй әл-қовумлар Пәрвәрдигарни, Күйләңлар Униң шан-шөһрәт вә қудритини.
Psal UyCyr 95:8  Пәрвәрдигар шәрипигә мунасип һәмдусана оқуңлар, Худаниң ибадәтхана һойлисиға һәдийә билән кириңлар.
Psal UyCyr 95:9  Әй җаһан әһли, Пәрвәрдигардин қорқуңлар, Парлақ муқәддәс Пәрвәрдигарға сәҗдә қилиңлар,
Psal UyCyr 95:10  Ейтиңлар әлләр ара: «Пәрвәрдигар әң алий һөкүмрандур, У сорар хәлиқләрни адаләттә. Бәрһәқ, дуния мустәһкәм тәврәнмәстур».
Psal UyCyr 95:11  Шатлансун йәр-җаһан, хуш болсун асманлар, Тәнтәнә қилишсун деңиз вә униңдики җанлиқлар.
Psal UyCyr 95:12  Яйрисун далалар, униңдики чарвилар, Нахша ейтсун Егимиз алдида орманлар.
Psal UyCyr 95:13  Чүнки Пәрвәрдигар җәзмән келиду һөкүмранлиқ қилишқа, Келиду дунияни адаләттә, хәлиқләрни һәққаний башқурушқа.