Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 86
Psal UyCyr 86:2  Муқәддәс тағлар ара Худа қурған шәһәр турар. Пәрвәрдигар Исраилниң барлиқ җайлиридин Сион шәһирини әң яхши көрәр.
Psal UyCyr 86:3  Әй Худаниң шәһири, Шәривиңгә йезилмақта улуқ ишлар. Селаһ
Psal UyCyr 86:4  Рахаблиқ вә бабиллиқлар бардур Мени тонуғанлар арисида, Филистийәлик, Тирлиқ һәм Ефийопийәликму шу қатарда. Дәймән улар һәққидә: «Бу адәмләр туғулған Сионда».
Psal UyCyr 86:5  Сион тоғрилиқ мундақ ейтилар: «Сионда туғулған һәр милләттин болғанлар», Улуқ Худа Өзи Сионни пухта қилар.
Psal UyCyr 86:6  Ят қовумни язғинида тизимға Пәрвәрдигар: «Бу киши Сионда туғулған» дәп йезип қояр. Селаһ
Psal UyCyr 86:7  Нахшичи, уссулчилар нахшини мундақ ейтар: «Әй Сион, мениң һаят мәнбәйим сениңдидур».