Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 38
Psal UyCyr 38:2  Өз-өзәмгә дедим мән мундақ: «Қалмаслиғим үчүн болуп гунакар, тартай тилимни, Яманларниң алдида тикип қояй еғизимни».
Psal UyCyr 38:3  Гәрчә керәк болсиму сөзлишим, Сүкүт қилип, зуван сүрмидим, Амма мениң ешивәрди азавим.
Psal UyCyr 38:4  Зәрдап болуп қайниди бағрим, Ойлиғанчә көйди жүригим. Ахир болмай мундақ дедим:
Psal UyCyr 38:5  «Әй Пәрвәрдигар, чүшинәй һаятниң қисқилиғини, Күнлиримниң санақлиқ қалғанлиғини. Билип қалай өмүрниң өткүнчи екәнлигини».
Psal UyCyr 38:6  Билимән, қилғансән өмрүмни нәччә ғеричла, Узун әмәстур һаят йолум Сениң алдиңда, Бирла тиниқтур инсанларниң өмри пәқәтла. Селаһ
Psal UyCyr 38:7  Сайидәк йоқилиду инсанларниң әҗирлири, Бекардур уларниң алдирап-тенәшлири. Байлиқ жиғар, лекин билмәс улар Байлиқлириниң кимләргә қалидиғанлиғини.
Psal UyCyr 38:8  Әй Пәрвәрдигар, немини күтәй әнди? Үмүтүм пәқәт Сәндила қалди.
Psal UyCyr 38:9  Халас қилғин гуналиримдин мени, Һамақәтләрниң мәсқирисигә қойма мени.
Psal UyCyr 38:10  Сүкүт қилип ачмаймән ағзимни, Чүнки адилдур җазалишиң мени.
Psal UyCyr 38:11  Тохтатқайсән әнди җазалишиңни, Көтирәлмәс теним қолуңниң зәрбисини.
Psal UyCyr 38:12  Гуналирини әйипләп, җазалиғанда Сән инсанни, Күйә чүшкәндәк йоқ қилисән қәдирлигәнлирини. Бир тиниқтур халас инсанниң өмри. Селаһ
Psal UyCyr 38:13  Әй Пәрвәрдигар, қулақ салғин дуайимға, Көңүл қойғин мениң налә-пәриядимға, Сүкүт қилип турмиғин көз яшлиримға, Чүнки бир мусапирмән Сениң алдиңда, Ата-бовилиримдәк ғерипмән бу паний дунияда.
Psal UyCyr 38:14  Ғәзәп билән қаримиғин маңа, Өлүмдин бурун чөмүләй шатлиққа.