Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 55
Psal UyCyr 55:2  Шәпқәт қилғин маңа, әй Худа. Кишиләр қилип мени дәпсәндә, Күн бойи қийнап, бәкла әзмәктә.
Psal UyCyr 55:3  Дүшмәнлирим зиянкәшлик қилишқа урунмақта. Тәкәббурлишип уларниң нурғунлири, Маңа қарши җедәл чиқармақта.
Psal UyCyr 55:4  Ишәнч қилдим Саңа Худа қорққан чеғимда, Вәдилириң болғач мениң жүригимниң чоңқур қетида. Ишәнчим болғач Худа Саңа әзәлдинла, Қорқмидим, немиму қилалар дәп инсан маңа.
Psal UyCyr 55:5  Ишәнч қилдим Саңа Худа қорққан чеғимда, Вәдилириң болғач мениң жүригимниң чоңқур қетида. Ишәнчим болғач Худа Саңа әзәлдинла, Қорқмидим, немиму қилалар дәп инсан маңа.
Psal UyCyr 55:6  Бурмилар улар мениң сөзлиримни дайима, Хияллири уларниң зиянкәшлик қилиштур маңа.
Psal UyCyr 55:7  Улар маңа йошурун һалда һуҗумға чиқмақта, Чүшүп мениң изимға һаятимға қәст қилмақта.
Psal UyCyr 55:8  Җазасиз қаларму улар гунайи турупму шунчә! Әй Худа, уларни гумран қилғайсән ғәзивиңдә.
Psal UyCyr 55:9  Хатириләп қойғансән бу сәрсанчилиқлиримни, Тулумға қачилап қойғансән көз яшлиримни, Йезип қойғансән дәптириңгә буларни.
Psal UyCyr 55:10  Дүшмәнлирим чекинәр илтиҗа қилсам Саңа, Шүбһисизки, мән тәрәптидурсән, әй Худа.
Psal UyCyr 55:11  Улуқлармән Худани вә Униң маңа бәргән вәдилирини, Улуқлармән Егәмни вә Униң маңа ейтқан сөзлирини.
Psal UyCyr 55:12  Ишәнчим болғач Худа Саңа әзәлдинла, Қорқмидим, немиму қилалар дәп инсан маңа.
Psal UyCyr 55:13  Турмисам болмас вәдилиримдә, әй Худа, Сунимән шуңа шүкүр қурванлиқлиримни Саңа.
Psal UyCyr 55:14  Чүнки мени қутқузуп қалдиң өлүмдин, Сақлидиң һәм путлиримни путлишип кетиштин. Мәхситиң мени аман жүрсун дәп алдиңда, Маңсун дәп һәм һаятлиқ нуруңда.