Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 9
Psal UyCyr 9:2  Әй Худа, чин дилимдин ейтимән тәшәккүрүмни, Баян әйләп Сениң пүткүл карамәтлириңни.
Psal UyCyr 9:3  Сәндин алдим хошаллиқ, шатлиғимни, Әй улуқ Худа, күйләймән намиңни.
Psal UyCyr 9:4  Дүшмәнлирим мәғлуп болуп қачқинида, Һалак қилисән уларни алдимда.
Psal UyCyr 9:5  Чүнки мени ақлидиң Сән һәқ давайимда, Адаләтлик сотчи болуп сәлтәнәтлик орнуңда.
Psal UyCyr 9:6  Сорақ қилип ят әлләрни, Һалак қилдиң яман хәлиқләрни Өчиривәттиң мәңгүгә намлирини.
Psal UyCyr 9:7  Дүшмәнләр вәйран болди та әбәткә, Айлинип шәһәрлири харабиликкә. Қалмиди у җайларниң намлири тарих бетидә.
Psal UyCyr 9:8  Пәрвәрдигар олтирар мәңгү шаһлиқ тәхтидә, Һөкүм үчүн қурғандур У тәхтини әслидә.
Psal UyCyr 9:9  Дунияни У сорақ қилар адаләттә, Адил һөкүм чиқирар хәлиқләргә.
Psal UyCyr 9:10  Пәрвәрдигар қорғандур езилгәнләргә, Пана болар У дайим азаплиқ күнләрдә.
Psal UyCyr 9:11  Сениң пәзиләтлириңни билгәнләр Ишәнчисини бағлар Саңа, Чүнки рәт қилмайсән Саңа тәлпүнгәнләрни, әй Худа.
Psal UyCyr 9:12  Күйләңлар Сионда һөкүм сүргән Пәрвәрдигарни, Баян әйләп әлләр ара Униң бүйүк әҗрини.
Psal UyCyr 9:13  Чүнки У алғучидур төкүлгән қанниң һесавини, Яд етип бечариләрни, унтумас уларниң пәриядини.
Psal UyCyr 9:14  Әй Пәрвәрдигар, шәпқитиңни көрситип маңа, Қутқуз мени өлүмниң гирдавидин. Қариғин, өчмәнләрниң маңа салған азавиға.
Psal UyCyr 9:15  Баян әйләй қудритиңни хәлиқниң алдида, Сион шәһириниң дәрвазилирида. Ниҗатлиғиңдин чөмүләй шатлиққа.
Psal UyCyr 9:16  Ят әлләр чүшти өзлири колиған ориға, Путлири илинип қалди йошуруп қойған қапқанға.
Psal UyCyr 9:17  Һөкүми билән тонутти Өзини Пәрвәрдигар, Яманлиқлири билән чирмишип қалди яманлар. Хиггаон Селаһ
Psal UyCyr 9:18  Қәбирләргә кирип кетәр яманлар, Худани унтуған барлиқ қовумлар.
Psal UyCyr 9:19  Мәңгүлүк унтулуп кәтмәс бу дунияниң йоқсуллири, Әмәлгә ашмай қалмас езилгәнләрниң арзулири.
Psal UyCyr 9:20  Әй Пәрвәрдигар, ярдәм қил, ғалип кәлмисун яманлар, Алдиңда сорақ қилинсун ят әлләр.
Psal UyCyr 9:21  Әй Пәрвәрдигар, қорқунучқа салғин уларни, Билип йәтсун улар пәқәтла бәндә екәнлигини. Селаһ
Psal UyCyr 9:22  Әй Пәрвәрдигар, нечүн мәндин қечип турисән жирақта, Нечүн мәндин йошурисән Өзәңни күн чүшкәндә бешимға?
Psal UyCyr 9:23  Яманлар тәкәббурлуқта салмақта зулум аҗизларға, Аҗизлар чүшүп қалмақта уларниң қапқанлириға.
Psal UyCyr 9:24  Яманлар көзгә илмас Пәрвәрдигарни, Пәхирлинип улар һәвәслиридин, Махтап учурар ач көзләрни.
Psal UyCyr 9:25  Яманлар издимәс Худани һакавурлиғида, Худа йоқтур уларниң ой-хияллирида.
Psal UyCyr 9:26  Оңушлуқ болар уларниң йоллири һемишәм, Худа һөкүминиң бешиға келишини алмай нәзәргә, Мәғрур һалда күләр дүшмәнлиригә.
Psal UyCyr 9:27  Улар дәр көңүллиридә: «Тәврәнмәсмиз, Һечқачан азапларға учримасмиз».
Psal UyCyr 9:28  Һейлә, ләнәт вә зорлуқ толғандур еғизлириға, Яманлиқ вә зәһәр чачар тиллирида.
Psal UyCyr 9:29  Мөкүп туруп мәһәллиләрниң йошурун җайлирида, Гунасизларни өлтүрәр туюқсизла, Тикилгәндур көзлири панасизларға.
Psal UyCyr 9:30  Чатқаллиқта мөкүп турған шир кәби улар, Пайлап турар тутушқа аҗизларни, Чүширип қилтақлириға, тутувалар уларни.
Psal UyCyr 9:31  Пурсәт күтәр мөкүп туруп яманлар, Чаңгилиға чүшәр уларниң панасизлар.
Psal UyCyr 9:32  Дәр яманлар көңүллиридә: «Унтуп қалди Худа бизни, Нәзәр салмайду һәргиз бизгә, жумувалғандур көзлирини».
Psal UyCyr 9:33  Өтүнәй, әй Худа, җазалиғайсән яманларни, Әй Пәрвәрдигар, унтумиғайсән бечариләрни.
Psal UyCyr 9:34  Нечүн яманлар көзгә илмас, әй Худа, Сени, Нечүн көңүллиридә дәр: «Җазалимайду Худа мени».
Psal UyCyr 9:35  Билимиз, көрүп турисән буларни, Уларниң зиянкәшлик, зулумлириға Ташлап туруватисән нәзириңни, Алисән яманларни һаман алиқиниңға. Панасизлар өзлирини тапшурар Саңа, Ярдәм қилғучисән житим-йесирларға.
Psal UyCyr 9:36  Сундурғайсән рәзил вә яманларниң биләклирини, Яманлиқлири йоқалғичә җазалиғайсән уларни.
Psal UyCyr 9:37  Мәңгүлүк Падишадур Пәрвәрдигар, Йоқилар зиминидин Униңға ишәнмигәнләр.
Psal UyCyr 9:38  Әй Пәрвәрдигар, қулақ салисән езилгәнләрниң хаһишлириға, Қувәт берисән уларниң жүрәклиригә. Көңүл бөлүп турисән дуа-тилавәтлиригә.
Psal UyCyr 9:39  Қоғдайсән житим-йесир, езилгәнләрниң һәққини, Паний аләмдә һечким қорқуталмас уларни.