Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 44
Psal UyCyr 44:2  Гөзәл бир иш һаяҗанға салғач мениң қәлбимни, Оқумақтимән падишаға атап язған шеиримни, Тилим сөзгә маһирдур гоя бир шаир кәби.
Psal UyCyr 44:3  Әң келишкән адәмсән инсанлар арисида, Ләвлириңдин төкүләр шәпқәтлик сөзләр, Мәңгүлүк бәхит ата қилғандур Худа саңа.
Psal UyCyr 44:4  Әй баһадир падиша, асқин йениңға қиличиңни, Аян қилғин шәвкитиң вә һәйвитиңни.
Psal UyCyr 44:5  Ғалибә қилғин һәйвәт билән ат үстидә, Қоғдиғин кәмтарлиқ, һәқиқәт вә адаләтни, Интайин зор ишларни қил қудритиңдә.
Psal UyCyr 44:6  Өткүр оқлириң санчилар жүригигә дүшмәнлириңниң, Дүшмәнлириң жиқилар астиға аяқлириңниң.
Psal UyCyr 44:7  Әй Худа, Сениң тәхтиң мәңгүлүктур, Сәлтәнәт һасаң адаләт һасисидур.
Psal UyCyr 44:8  Өч көрисән наһәқчиликни, сөйисән һәққанийәтни, Шуңа сени таллиған Худа яғдурди саңа шатлиғини. Һәмралириңдин бәкирәк шатландурди сени.
Psal UyCyr 44:9  Һиди келәр кийимлириңдин мурмәккиниң, Шундақла муәттәр вә дарчинниң. Пил чишида безәлгән сарайлардики тарлиқ сазларниң садаси, Йеқимлиқ аңлинип хурсән қилар сени.
Psal UyCyr 44:10  Шаһ қизлири бардур иззәтлигәнлириңниң арисида, Офир алтунида безәлгән мәликәң турар оң йениңда.
Psal UyCyr 44:11  Тиңшиғин, әй қиз, қулақ салғин сөзүмгә, Унтуғин хәлқиңни, атаңниң өйи болмисун есиңдә.
Psal UyCyr 44:12  Падиша мәптундур гөзәл турқуңға, Ғоҗайиниңдур у, бойсунғин униңға.
Psal UyCyr 44:13  Тир хәлқи елип келәр саңа һәдийәләр, Илтипат халар сәндин у пулдарлар.
Psal UyCyr 44:14  Нәқәдәр ялтирайду мәликә һоҗрисида, Кәштиләнгәндур кийимлири зәр алтунда.
Psal UyCyr 44:15  Падиша алдиға кәлтүриләр у кәштилик кийимлиридә, Алдиға елип келинәр кенизәклириму униң билән биргә.
Psal UyCyr 44:16  Башлап келиниду һәммиси хошал һалда, Киришиду улар падиша сарийиға.
Psal UyCyr 44:17  Изини басар оғуллириң ата-бовилириңниң, Шаһзадилири қилисән уларни пүткүл җаһанниң.
Psal UyCyr 44:18  Әвлаттин-әвлатқичә әстә сақлатқузимән намиңни, Әбәдил-әбәт махтишар хәлиқләр сени.