Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 67
Psal UyCyr 67:2  Һәрикәт қилған болса еди Пәрвәрдигар, Дүшмәнлири тери-перәң болар еди. Өчмәнлири һәр тәрәпкә қачар еди.
Psal UyCyr 67:3  Шамал учуруп кәткәндәк ис-түтәкни, Худа җәзмән йоқ қилиду яманларни. Һалак болар яманлар Худа алдида, Худди момдәк ериған отта.
Psal UyCyr 67:4  Һәққанийлар тәнтәнә қилип, хошал болар, Худа һозурида роһи орғуп, шатлинар.
Psal UyCyr 67:5  Худаға һәмдусана ейтиңлар, Намини күй-нахшиға қетиңлар. У булутлар үстидидур, улуқлаңлар, «Мәңгү бар болғучи — Яһдур» Униң нами. Һозурида хошаллиққа чөмүңлар.
Psal UyCyr 67:6  Ата болған житимларға, Егә болған тул хотунларға, У Худадур, макани муқәддәстур.
Psal UyCyr 67:7  Өй-очақлиқ қилар Худа ғерипларни, Азат қилип үнүмлүк йәргә башлар сүргүнләрни, Лекин қағҗирақ йәргә қалдурар бойсунмиғанларни.
Psal UyCyr 67:8  Әй Синай теғида сөзлигән Худа, Әй исраилларни таллиған Худа, Зимин титирәп, ямғур төкти асман бағридин, Өз қовумуңни чөлләр ара башлап маңғиниңда.
Psal UyCyr 67:9  Әй Синай теғида сөзлигән Худа, Әй исраилларни таллиған Худа, Зимин титирәп, ямғур төкти асман бағридин, Өз қовумуңни чөлләр ара башлап маңғиниңда.
Psal UyCyr 67:10  Әй Худа, зимин вә бәндилириң үстигә, Хасийәтлик ямғуруңни яғдурдуң. Һалсириғанда уларға қувәт бәрдиң.
Psal UyCyr 67:11  Шәпқитиңгә еришкән бәндилириң макан тутти, Езилгән қовумуң Сениң бәрикитиңгә еришти.
Psal UyCyr 67:12  Пәрвәрдигар ғалибисини җакалиди, Қиз-аяллар топ болуп, хуш хәвәрни тарқатти:
Psal UyCyr 67:13  «Падишалар вә уларниң қошунлири қечишти». Өйдә олтарған қиз-аяллар олҗиларни бөлүшти.
Psal UyCyr 67:14  Байлиқ болди һәммисигә бу олҗилар, Бай болди һәтта өй-макансиз падичилар, Егә болди йәнә күмүч қанатлиқ, Алтун пәйлик кәптәрләргә улар.
Psal UyCyr 67:15  Қадир Худа ят шаһларни тери-перәң қилғинида, Қар яққандәк һаләт пәйда болди Залмон теғида.
Psal UyCyr 67:16  Әй һәйвәтлик Башан теғи, Чоққилириң шунчә көп техи,
Psal UyCyr 67:17  Әй һакавур Башан теғи, Нечүн шунчә көрәлмәслик билән қарайсән, Худа макан қилип таллиған Сион теғиға — Худа мәңгү макан тутқан турса униңда?
Psal UyCyr 67:18  Худаниң җәң һарвулири нурғун, сан-санақсиз, Синай теғидин муқәддәс ибадәтханиға кирәр Егимиз.
Psal UyCyr 67:19  Рәббимиз Сән жуқуриға чиққиниңда, Елип кетисән нурғунлиған әсирләрни. Селиқ қобул қилисән инсанлардин, Һәтта Саңа бойсунмаслиқ қилғанлардин, Егәм Худа орун алисән Сиондин.
Psal UyCyr 67:20  Мәдһийиләр болсун Егимизгә, У һәр күни еғирчилиғимизни көтәрмәктә, Пәрвәрдигар Ниҗаткардур бизгә. Селаһ
Psal UyCyr 67:21  Пәқәт бизниң Рәббимиз Ниҗаткар Худа, Өлүмдин қутқузуш қадир Егәмниң қолида.
Psal UyCyr 67:22  Бәрһәқ, Худа кукум-талқан қиливетәр дүшмәнлириниң бешини, Чақар яман йолда меңивәргәнләрниң узун чачлиқ бешини.
Psal UyCyr 67:23  Пәрвәрдигар мундақ деди: «Дүшмәнлиримни қайтуруп келимән Башан дияридин, Елип чиқимән уларни деңизниң чоңқур йеридин.
Psal UyCyr 67:24  Шуниң билән милиниду путлириң қанға — Дүшмәнлириңниң қениға, Улардин алалайду несивисини иштлириңму».
Psal UyCyr 67:25  Әй Худа, Сениң ғалибә қәдәмлириң көрүнмәктә, Әй Худа, мениң Падишайим болған Пәрвәрдигарим — Муқәддәс ибадәтханиға кетиватқиниң көрүнмәктә.
Psal UyCyr 67:26  Маңмақта алдиңда мунаҗәтчиләр, Кәйниңдә сазчилар. Оттурисида дапчи қизлар.
Psal UyCyr 67:27  Җамаәтләр ара алқиш-сада яңритиңлар Худаға, Әй исраиллар, мәдһийә ейтиңлар Пәрвәрдигарға.
Psal UyCyr 67:28  Әйнә у йәрдә кичик Бинямин қәбилиси Уларға башламчи болуп маңмақта. Бардур уларниң кәйнидә сәп түзгән Йәһуда әмирлири, Шундақла Зәбулунниң һәм Нафталиниң әмирлири.
Psal UyCyr 67:29  Әй Худа, намайән қилип қудритиңни, Илгири көрсәткәндәк көрсәткин күчүңни.
Psal UyCyr 67:30  Келип Йерусалимдики ибадәтханаңға, Падишалар атар һәдийәләр Саңа.
Psal UyCyr 67:31  Җазалиғин қомучлуқтики әшу жиртқуч һайванларни, Буқилар башлап маңидиған мозайлар кәби ят әлләрни. Йәргә урғин биздин күмүч-тәңгә алмақ болғанларни, Тар-мар қилғин һәм ят әлләрдики урушхумарларни.
Psal UyCyr 67:32  Мисирдин мөтивәр әлчиләр келәр, Ефиопия Худаға халис һәдийә тәғдим қилар.
Psal UyCyr 67:33  Әй җаһандики падишалиқлар, Егимизгә мәдһийә нахша ейтиңлар, Рәббимизни күйүңләргә қетиңлар. Селаһ
Psal UyCyr 67:34  Қедимдин бар болған, асманларда жүридиған, Қудрәтлик авазида асман бағрини ярған, Егимизниң шәнигә күй-нахшилар ейтиңлар.
Psal UyCyr 67:35  Җакалаңлар Пәрвәрдигарниң қудритини, У жүргүзәр Исраил үстидин сәлтәнәтлик һоқуқини, Намайән қилар У һәм асманда күч-қудритини.
Psal UyCyr 67:36  Шавкәтликтур Худа муқәддәс ибадәтханисида. Исраилларни таллиған Пәрвәрдигар, Өз қовумиға күч-қудрәт ата қилар. Мәдһийиләр оқулғай Худаға!