Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 61
Psal UyCyr 61:2  Арам тапар җеним пәқәт Худадин, Ниҗатлиқму маңа пәқәт келәр Униңдин.
Psal UyCyr 61:3  Қорам тешим, Ниҗаткарим пәқәт Худадур, Тәврәнмәсмән чүнки У қорғинимдур.
Psal UyCyr 61:4  Әй яманлар, қачанғичә маңа һуҗум қилисиләр? Қачанғичә һәммиңлар мени өлтүрмәкчи болисиләр? Худди жиқитқандәк қийсийип қалған там, лиңшип қалған қашани, Силәрниң қәстиңлар һәйвәтлик орнумдин жиқитиштур мени. Шунчә амрақ силәр ялғанчилиққа, Бәхит тилигиниңлар билән еғизиңларда, Қарғайсиләр ичиңларда. Селаһ
Psal UyCyr 61:5  Әй яманлар, қачанғичә маңа һуҗум қилисиләр? Қачанғичә һәммиңлар мени өлтүрмәкчи болисиләр? Худди жиқитқандәк қийсийип қалған там, лиңшип қалған қашани, Силәрниң қәстиңлар һәйвәтлик орнумдин жиқитиштур мени. Шунчә амрақ силәр ялғанчилиққа, Бәхит тилигиниңлар билән еғизиңларда, Қарғайсиләр ичиңларда. Селаһ
Psal UyCyr 61:6  Пәқәт Худадинла арам тап, әй җеним, Чүнки Униңдидур мениң барлиқ үмүтүм.
Psal UyCyr 61:7  Қорам тешим, Ниҗаткарим пәқәт Худадур, Тәврәнмәсмән, чүнки У қорғинимдур.
Psal UyCyr 61:8  Ниҗатлиғим, шан-шөһритим Худадин келур, Худа мениң башпанайим, қорам тешимдур.
Psal UyCyr 61:9  Әй халайиқ, һәр дайим ишиниңлар Худаға, Изһар әйләп көңүл вә дәрдиңларни Униңға. Чүнки Пәрвәрдигар бизгә болиду бир панагаһ. Селаһ
Psal UyCyr 61:10  Инсан пәқәт бирла тиниқтур, Шөһритиму униң қуруқтур. Көтирилип кетәр селинса таразиға улар, Чүнки улар бир тиниқтинму йениктур.
Psal UyCyr 61:11  Таянма зомигәрликкә, Үмүт бағлима булаңчилиққа. Әгәрдә байлиғиң көпәйсә, Көңүл бәрмә униңға.
Psal UyCyr 61:12  Худа Сән дедиң: «Күч-қудрәт мәнсүптур Маңа». Тәкитлидиң: «Мәңгүлүк муһәббәт тәвәдур Маңа». Бәрһәқ, Сән қайтурисән һәрбир инсанға, Қилған әмәллиригә яриша.
Psal UyCyr 61:13  Худа Сән дедиң: «Күч-қудрәт мәнсүптур Маңа». Тәкитлидиң: «Мәңгүлүк муһәббәт тәвәдур Маңа». Бәрһәқ, Сән қайтурисән һәрбир инсанға, Қилған әмәллиригә яриша.