Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 91
Psal UyCyr 91:2  Әй Пәрвәрдигар, нәқәдәр бәхиттур Саңа шүкүр ейтиш, Әй улуқ Худа, нәқәдәр бәхиттур намиңни нахшиға қетиш.
Psal UyCyr 91:3  Баян әйләп мәңгүлүк муһәббитиңни сәһәрдә, Садақитиңни махташ һәрбир кечидә —
Psal UyCyr 91:4  Он тарлиқ саз вә чилтарниң навасида, Лираниң йеқимлиқ муңлирида.
Psal UyCyr 91:5  Чүнки мени шатландурдуң карамәтлириңдә, әй Худа, Маңа қилған әҗриңдин нахша ейтармән хошаллиқта.
Psal UyCyr 91:6  Әй Пәрвәрдигар, нәқәдәр бүйүк Сениң мөҗүзилириң. Шунчилик йүксәк, нийәт, мәхсәтлириң.
Psal UyCyr 91:7  Төвәндики һәқиқәтни билмәс надан адәмләр, Чүшәнмәйду уни йәнә әқилсиз вә ахмақлар.
Psal UyCyr 91:8  Гәрчә от-чөп өскәндәк тез өссиму яманлар, Шунчә гүлләп яшнисиму һәм барлиқ пәскәшләр, Лекин мәңгүлүк һалакәткә дучардур улар.
Psal UyCyr 91:9  Һәммигә мәңгү қадирдурсән, әй Пәрвәрдигар.
Psal UyCyr 91:10  Мана қара, дүшмәнлириң муқәррәрки һалак болар, Тери-перәң болиду һәм яманлиқ қилғучилар.
Psal UyCyr 91:11  Лекин явайи буқидәк күчләндүрдүң Сән мени, Һәм бешимға сүркидиң роһландурғуч мейини.
Psal UyCyr 91:12  Көрдүм дүшмәнлиримниң мәғлубийитини, Аңлидим яман дүшмәнлиримниң жиға-зарини.
Psal UyCyr 91:13  Худди хорма дәриғидәк гүлләп яшнар һәққанийлар, Һәм йәнә Ливандики кедир дәриғидәк айнип өсәр.
Psal UyCyr 91:14  Тикилгәндур улар Пәрвәрдигар һозуриға, Гүлләп яшнар Егимизниң һойла-арамлирида.
Psal UyCyr 91:15  Қерисиму улар йәнә бериду мевә, Бүк-барақсан көкирип турар һемишәм.
Psal UyCyr 91:16  Шуңа улар дәйдуки: «Пәрвәрдигар адилдур, Адаләтлик У дайим, қорам таштәк панайимиз Худадур».