Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 77
Psal UyCyr 77:1  Әй хәлқим, қулақ салғин тәлимимгә, Зеһниңни бәр мениң һәрбир сөзлиримгә.
Psal UyCyr 77:2  Һекмәт билән ачай мән ағзимни, Баян әйләп силәргә өтмүштики савақларни.
Psal UyCyr 77:3  Бизгә ейтип қалдурған буларни әҗдадимиз, Аңлиған вә билгәнтуқ буларни улардин биз.
Psal UyCyr 77:4  Нәслимиздин йошурмаймиз шуңа уларни, Биз сөзләп беримиз әвлатларға, Худаниң шәрәплик иши вә қудритини, Һәм Униң көрсәткән мөҗүзилирини.
Psal UyCyr 77:5  Пәризлирини чүшәрди У Яқуп нәслигә, Қанунлирини турғузди У һәм исраилларға. «Балаңларға үгитиңлар буларни» дәп, Әмир қилған еди У әҗдадимизға.
Psal UyCyr 77:6  Әвлатлиримиз буларни чоқум билгәй, Һәтта туғулмақчи болған балиларму, Әвлатму-әвлат балилириға үгәткәй.
Psal UyCyr 77:7  Яр-йөләк қилғай улар Худани, Риайә қилип Униң әмирлиригә, Әҗрини пүкүп көңүллиригә.
Psal UyCyr 77:8  Доримисун улар әҗдатлирини — Уларниң бойсунмаслиқ, җаһиллиғини. Сәмимийәтсизлик болмисун диллирида, Садақәтсизлик болмисун уларда.
Psal UyCyr 77:9  Оқ-ялиқ болсиму Әфрайим нәсли, Җәңдә арқиға бурулуп қачти.
Psal UyCyr 77:10  Улар Худаниң келишимигә бойсунмиди, Һәм Униң қануни бойичә маңмиди.
Psal UyCyr 77:11  Унтуғандур улар Худаниң ишлирини, Йәнә Униң көрсәткән мөҗүзилирини.
Psal UyCyr 77:12  Мисирдики Зоан далалирида, Көрситилгән еди мөҗүзә әҗдатлиримизға.
Psal UyCyr 77:13  Деңизни йерип уларни өткүзгән еди, Суни там кәби тик турғузған еди.
Psal UyCyr 77:14  Күндүзи йетәклисә уларни булут билән, Кечиси йол башлиған еди отниң нури билән.
Psal UyCyr 77:15  У чөлдә ташни йерип су чиқарған еди, Сүйини деңиз кәби мол қилған еди.
Psal UyCyr 77:16  Ташлардин етилип чиқип сулар, Аққан еди дәрия кәби улар.
Psal UyCyr 77:17  Амма чөлдә исиян көтәрди улуқ Худаға, Шуниң билән патти улар йәнә еғир гунаға.
Psal UyCyr 77:18  Улар қәстән синап Худани, Нәпси үчүн тәләп қилди таамни.
Psal UyCyr 77:19  Дегән еди улар һақарәт қилип Худаға: «Салаламду дәстихан мошу чөл-далаға?»
Psal UyCyr 77:20  Дәрвәқә, У уруведи ташни, Сулар булақтәк етилип чиқти. «Әнди У бизгә нан билән Гөшни берәләмду?» дейишти.
Psal UyCyr 77:21  Аңлап буни Пәрвәрдигар ғәзәпләнди, Яқуп нәслигә ғәзәп оти чүшти, Ғәзиви Униң Исраил нәслигә тәгди.
Psal UyCyr 77:22  Ишәнмиди улар Худаға, Таянмиди Униң ниҗатлиғиға.
Psal UyCyr 77:23  Бирақ Худа әмир қилип йәнә асманға, Буйриди асманниң дәрвазисини ечишқа.
Psal UyCyr 77:24  Йемәклиги үчүн көктин яғдурди манна, Демәк, асман йемәклигини бәрди уларға.
Psal UyCyr 77:25  Инсанлар пәриштиләрниң ненини йеди, Худа ата қилғач буни, улар тойди.
Psal UyCyr 77:26  Худа көктә учурди шәриқ шамилини, Йетәкләп кәлди җәнуп шамилини.
Psal UyCyr 77:27  Чаң-тозаңдәк яғдурди гөшләрни уларға — Қушларни қондурди деңиз қирғиғидики қумлар кәби әтрапиға.
Psal UyCyr 77:28  У яғдурди буларни қараргаһ оттурисиға, Чүшәрди чедирлириниң әтрапиға.
Psal UyCyr 77:29  Улар йеди халиғанчә, тойди қосақлири, Болди иҗавәт уларниң Худадин тилигәнлири.
Psal UyCyr 77:30  Лекин нәпси уларниң техи тоймай турупла, Чайнаватқан гөшлири еғизлирида турғандила,
Psal UyCyr 77:31  Ғәзиви келип Худаниң уларға, Қиривәтти уларниң әң җасур палванлирини, Исраилларниң ярамлиқ яш жигитлирини.
Psal UyCyr 77:32  Көрди шунчә көп көргүлүкни, лекин товва қилмиди, Көрди шунчә көп мөҗүзиләрни, лекин Униңға ишәнмиди.
Psal UyCyr 77:33  Шуңа Худа һаятини уларниң Ахирлаштурди мәнасизлиқ ичидә, Өтти жиллири дәккә-дүккидә.
Psal UyCyr 77:34  Өлүм кәлгәндә улар әскә алди Худани, Товва қилип ихлас билән издәшкә башлиди Уни.
Psal UyCyr 77:35  Ойлиди улар «Қорам таштәк башпанайимиз — Улуқ Худа — Қутқазғучи, Ниҗаткаримиз».
Psal UyCyr 77:36  Лекин уларниң махташлири еғизида еди, Тиллирида дегәнлири ялған еди.
Psal UyCyr 77:37  Худаға садиқлиқ йоқ еди көңүллиридә, Шуңа әмәл қилматти түзгән келишимигә.
Psal UyCyr 77:38  Бирақ Худа йәнила рәһимдил болғач, Гуналирини кәчүрүп, йоқатмиди уларни, Қайта-қайта бесивалди ғәзивини, Һәм төкмиди қәһриниң һәммисини.
Psal UyCyr 77:39  Әслиди У уларниң инсанлиғини, Нәпәс кәби кәтсә қайтип кәлмәйдиғанлиғини.
Psal UyCyr 77:40  Бирақ улар исиян қилғач чөлдә талай қетим, Азаплинип дили Худаниң, болди көңли йерим.
Psal UyCyr 77:41  Улар қайтидин йолдин чиқип синап Худани, Қайғуртти исраиллар етиқат қилип кәлгән Муқәддәс Худаниң жүригини.
Psal UyCyr 77:42  Унтуди улар Худаниң күч-қудритини, Әстин чиқирип явдин қутулдурған күнини.
Psal UyCyr 77:43  Унтуди улар Худаниң Мисирдики мөҗүзилирини, Зоан түзләңлигидә көрсәткән карамәтлирини.
Psal UyCyr 77:44  Қанға айландуруп қойғач Худа дәриясини уларниң, Ичмәк мүмкин болмиди сулирини дәрияниң.
Psal UyCyr 77:45  Нәштәрлик чивин апити пәйда қилди уларға, Пақиларни әвәтти зиминини харап қиларға.
Psal UyCyr 77:46  Етизлири учриди чекәткиләр һуҗумиға, Һосуллириниң һәммиси йәм болди уларға.
Psal UyCyr 77:47  Вәйран болди мөлдүрдә үзүмзарлири, Үшшүп қалди соғда әнҗирлири.
Psal UyCyr 77:48  Мөлдүр тегип вәйран болди қой-калилири, Көйүп кәтти чақмақ соқуп чарва-маллири.
Psal UyCyr 77:49  Қәһир-ғәзәп, азап, нәпрәт яғди Худадин, Кәлди бу бир түркүм бузғунчи пәриштиләр асмандин.
Psal UyCyr 77:50  Ғәзиви чәккә йетип Худаниң, Җенини айимай уларниң, Ваба кесәл әвәтти уларға.
Psal UyCyr 77:51  Пәрвәрдигар өлтүрүвәтти Мисирда барлиқ тунҗа балиларни, Йәни Һам чедириниң ғурури болған тунҗа оғулларни. У хәлқини пада кәби башлап маңди чопан болуп, Чөл-баяван, җәзиридә падисиға қойчи болуп.
Psal UyCyr 77:52  Аман-есән қилғач Худа уларни, Қорқунучтин хали маңди йолини, Ғәриқ қилди деңизға дүшмәнлирини.
Psal UyCyr 77:53  Аман-есән қилғач Худа уларни, Қорқунучтин хали маңди йолини, Ғәриқ қилди деңизға дүшмәнлирини.
Psal UyCyr 77:54  Худа йетәклиди уларни муқәддәс зиминиға, Елип кәлди оң қолида еришкән теғиға.
Psal UyCyr 77:55  Худа қоғлаветип у йәрдин ят әлләрни, Исраилларға бөлүп бәрди йәрлирини. Исраил қәбилисигә елип бәрди өйлирини.
Psal UyCyr 77:56  Амма улар бойсунмаслиқ қилип, Синап көрди улуқ Худани, Рәт қилди Униң пәризлирини.
Psal UyCyr 77:57  Әҗдатлиридәк йолдин тейип вапасизлиқ қилди улар, Ишәнчсизликтә худди егилип кәткән оқ-яға охшар.
Psal UyCyr 77:58  Егизликтә қуруп ибадәтгаһлар, Ясап униңға һәрхил бутлар, Кәлтүрди улар Худаниң аччиғини, Өртиди Худаниң жүригини.
Psal UyCyr 77:59  Буни көрүп ғәзәпләнди Пәрвәрдигар, Рәт қилинди шу һаман исраиллар.
Psal UyCyr 77:60  Рәт қилди У йәнә Шилодики маканини, Инсанлар арисиға тиккән чедирини.
Psal UyCyr 77:61  Қудритини тапшурди У әсирликкә, Шөһритини бәрди һәм дүшмәнләргә. Ташлап бәрди Өз қовумини қилич астиға, Чачти һәм ғәзивини улар бешиға.
Psal UyCyr 77:62  Отта көйди уларниң қиран жигитлири, Нахша-күйсиз қалди гөзәл қизлири.
Psal UyCyr 77:63  Отта көйди уларниң қиран жигитлири, Нахша-күйсиз қалди гөзәл қизлири.
Psal UyCyr 77:64  Жиқилсиму роһанийлири қилич алдида, Тул қалған аяллири туталмиди һаза.
Psal UyCyr 77:65  Бу чағ Егәм уйқудин ойғанған адәм кәби, Шарапниң күчи билән роһланған батур кәби.
Psal UyCyr 77:66  Мәғлуп қилип чекиндүрди дүшмәнлирини, Мәңгүгә рәсва қилип уларни.
Psal UyCyr 77:67  Худа рәт қилип Йүсүп чедирини, Таллимастин Әфрайим қовумини,
Psal UyCyr 77:68  Бәлки таллиди Йәһуда қовумини, Йәни Өзи сөйгән Сион теғини.
Psal UyCyr 77:69  Қурулди муқәддәс ибадәтгаһ асман-пәләк, Мәзмут вә әбәдийдур асман-зимин яралғандәк.
Psal UyCyr 77:70  Пәрвәрдигар таллап Давутни, Чақиривалди қой қорасидин уни.
Psal UyCyr 77:71  Йәни беқиштин сағлиқ қойларни, Чақирди беқишқа Яқуп қовумини — Өзигә мәнсүп болған исраилларни.
Psal UyCyr 77:72  Бақти Давут уларни көңүл қоюп, Йетәклиди шундақла маһир болуп.