PSALMS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 77
Psal | UyCyr | 77:4 | Нәслимиздин йошурмаймиз шуңа уларни, Биз сөзләп беримиз әвлатларға, Худаниң шәрәплик иши вә қудритини, Һәм Униң көрсәткән мөҗүзилирини. | |
Psal | UyCyr | 77:5 | Пәризлирини чүшәрди У Яқуп нәслигә, Қанунлирини турғузди У һәм исраилларға. «Балаңларға үгитиңлар буларни» дәп, Әмир қилған еди У әҗдадимизға. | |
Psal | UyCyr | 77:6 | Әвлатлиримиз буларни чоқум билгәй, Һәтта туғулмақчи болған балиларму, Әвлатму-әвлат балилириға үгәткәй. | |
Psal | UyCyr | 77:8 | Доримисун улар әҗдатлирини — Уларниң бойсунмаслиқ, җаһиллиғини. Сәмимийәтсизлик болмисун диллирида, Садақәтсизлик болмисун уларда. | |
Psal | UyCyr | 77:20 | Дәрвәқә, У уруведи ташни, Сулар булақтәк етилип чиқти. «Әнди У бизгә нан билән Гөшни берәләмду?» дейишти. | |
Psal | UyCyr | 77:21 | Аңлап буни Пәрвәрдигар ғәзәпләнди, Яқуп нәслигә ғәзәп оти чүшти, Ғәзиви Униң Исраил нәслигә тәгди. | |
Psal | UyCyr | 77:27 | Чаң-тозаңдәк яғдурди гөшләрни уларға — Қушларни қондурди деңиз қирғиғидики қумлар кәби әтрапиға. | |
Psal | UyCyr | 77:30 | Лекин нәпси уларниң техи тоймай турупла, Чайнаватқан гөшлири еғизлирида турғандила, | |
Psal | UyCyr | 77:31 | Ғәзиви келип Худаниң уларға, Қиривәтти уларниң әң җасур палванлирини, Исраилларниң ярамлиқ яш жигитлирини. | |
Psal | UyCyr | 77:32 | Көрди шунчә көп көргүлүкни, лекин товва қилмиди, Көрди шунчә көп мөҗүзиләрни, лекин Униңға ишәнмиди. | |
Psal | UyCyr | 77:33 | Шуңа Худа һаятини уларниң Ахирлаштурди мәнасизлиқ ичидә, Өтти жиллири дәккә-дүккидә. | |
Psal | UyCyr | 77:38 | Бирақ Худа йәнила рәһимдил болғач, Гуналирини кәчүрүп, йоқатмиди уларни, Қайта-қайта бесивалди ғәзивини, Һәм төкмиди қәһриниң һәммисини. | |
Psal | UyCyr | 77:40 | Бирақ улар исиян қилғач чөлдә талай қетим, Азаплинип дили Худаниң, болди көңли йерим. | |
Psal | UyCyr | 77:41 | Улар қайтидин йолдин чиқип синап Худани, Қайғуртти исраиллар етиқат қилип кәлгән Муқәддәс Худаниң жүригини. | |
Psal | UyCyr | 77:43 | Унтуди улар Худаниң Мисирдики мөҗүзилирини, Зоан түзләңлигидә көрсәткән карамәтлирини. | |
Psal | UyCyr | 77:44 | Қанға айландуруп қойғач Худа дәриясини уларниң, Ичмәк мүмкин болмиди сулирини дәрияниң. | |
Psal | UyCyr | 77:49 | Қәһир-ғәзәп, азап, нәпрәт яғди Худадин, Кәлди бу бир түркүм бузғунчи пәриштиләр асмандин. | |
Psal | UyCyr | 77:51 | Пәрвәрдигар өлтүрүвәтти Мисирда барлиқ тунҗа балиларни, Йәни Һам чедириниң ғурури болған тунҗа оғулларни. У хәлқини пада кәби башлап маңди чопан болуп, Чөл-баяван, җәзиридә падисиға қойчи болуп. | |
Psal | UyCyr | 77:52 | Аман-есән қилғач Худа уларни, Қорқунучтин хали маңди йолини, Ғәриқ қилди деңизға дүшмәнлирини. | |
Psal | UyCyr | 77:53 | Аман-есән қилғач Худа уларни, Қорқунучтин хали маңди йолини, Ғәриқ қилди деңизға дүшмәнлирини. | |
Psal | UyCyr | 77:55 | Худа қоғлаветип у йәрдин ят әлләрни, Исраилларға бөлүп бәрди йәрлирини. Исраил қәбилисигә елип бәрди өйлирини. | |
Psal | UyCyr | 77:57 | Әҗдатлиридәк йолдин тейип вапасизлиқ қилди улар, Ишәнчсизликтә худди егилип кәткән оқ-яға охшар. | |
Psal | UyCyr | 77:58 | Егизликтә қуруп ибадәтгаһлар, Ясап униңға һәрхил бутлар, Кәлтүрди улар Худаниң аччиғини, Өртиди Худаниң жүригини. | |
Psal | UyCyr | 77:61 | Қудритини тапшурди У әсирликкә, Шөһритини бәрди һәм дүшмәнләргә. Ташлап бәрди Өз қовумини қилич астиға, Чачти һәм ғәзивини улар бешиға. | |
Psal | UyCyr | 77:69 | Қурулди муқәддәс ибадәтгаһ асман-пәләк, Мәзмут вә әбәдийдур асман-зимин яралғандәк. | |
Psal | UyCyr | 77:71 | Йәни беқиштин сағлиқ қойларни, Чақирди беқишқа Яқуп қовумини — Өзигә мәнсүп болған исраилларни. | |