Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 11
Psal UyCyr 11:2  Қутулдурғин, әй Пәрвәрдигар, Түгәп кәтти садақәтмәнләр, Қалмиди Саңа садиқ инсанлар.
Psal UyCyr 11:3  Ялған сөзләр адәмләр бир-биригә, Ағзи силиқ болсиму растчиллиқ йоқ қәлбидә.
Psal UyCyr 11:4  Дәйду улар: «Тилимиз билән ғалип келимиз, Өзимизниңкидур ағзимиз, Кимму болалатти ғоҗимиз?!» Пәрвәрдигар етивәткәй хошамәтчиләрниң еғизлирини, Кесивәткәй һәм почиларниң тиллирини.
Psal UyCyr 11:5  Дәйду улар: «Тилимиз билән ғалип келимиз, Өзимизниңкидур ағзимиз, Кимму болалатти ғоҗимиз?!» Пәрвәрдигар етивәткәй хошамәтчиләрниң еғизлирини, Кесивәткәй һәм почиларниң тиллирини.
Psal UyCyr 11:6  «Мән барай», дәйду Худа: «Зулум тартқач езилгәнләр, Налә қилғач мискинләр, Йәткүзәй уларни Тәшна болған аманлиғиға».
Psal UyCyr 11:7  Тонурда йәттә қетим тавланған сап күмүч кәби, Чин сөзләрдур Пәрвәрдигарниң сөзлири.
Psal UyCyr 11:8  Әй Пәрвәрдигар, қоғдиғайсән мискинләрни, Мәңгү қоғдиғайсән бу дәвирдикиләрдин бизни.
Psal UyCyr 11:9  Махтишип пәс ишларни инсанлар, Ғадийип жүрүшиду әтрапимизда яманлар.