Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 134
Psal UyCyr 134:1  Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Мәдһийиләр ейтиңлар Униң намиға. Әй Пәрвәрдигарға хизмәт қилидиғанлар, Униң өйидә ибадәттә болидиғанлар, Егимизниң һойлилирида туридиғанлар, Мәдһийиләр ейтиңлар Униңға.
Psal UyCyr 134:2  Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Мәдһийиләр ейтиңлар Униң намиға. Әй Пәрвәрдигарға хизмәт қилидиғанлар, Униң өйидә ибадәттә болидиғанлар, Егимизниң һойлилирида туридиғанлар, Мәдһийиләр ейтиңлар Униңға.
Psal UyCyr 134:3  Мәдһийиләңлар Пәрвәрдигарни, Чүнки шапаәтликтур Пәрвәрдигар. Күй-нахшиға қетиңлар Униң намини, Чүнки Уни күйлимәк бизни шат қилар.
Psal UyCyr 134:4  Пәрвәрдигар таллавалди Яқуп қовумини, Өзигә тәвә қилип исраилларни.
Psal UyCyr 134:5  Билимән, бәрһәқ Пәрвәрдигар улуқдур, Рәббимиз ғәйри илаһлардин үстүндур.
Psal UyCyr 134:6  Асман-зимин, деңиз-океан, чоңқурлуқларда, Немә қилишни халиса шуни қилар Худа.
Psal UyCyr 134:7  У зиминниң төрт тәрипидин әкелип булутларни, Ямғур яғдуруп һәм чақтуруп чақмақларни, Амбарлиридин елип чиқар шамалларни.
Psal UyCyr 134:8  У мисирлиқларниң һалак қилди тунҗа туғулғанлирини, Йәни һалак қилди адәм вә малларниң тунҗилирини.
Psal UyCyr 134:9  У Мисирда көрсәтти мөҗүзә вә карамәтлирини, Җазалиди Пиръәвн вә униң вәзирлирини.
Psal UyCyr 134:10  Вәйран қилди У нурғун дөләтләрни, Өлтүрди қудрәтлик падишаларни.
Psal UyCyr 134:11  Һалак қилди У аморларниң падишаси Сихонни, Башанниң падишаси Огни, Һәтта Қанандики барлиқ падишаларни.
Psal UyCyr 134:12  Уларниң зиминини бәрди Өз қовумиға, Ата қилди уларни Өз хәлқи Исраилға.
Psal UyCyr 134:13  Әй Пәрвәрдигар, унтулмайду Сениң намиң, Әвлаттин-әвлатқичә дәвир сүрәр шөһритиң.
Psal UyCyr 134:14  Худа «гунасиз» дәп җакалар Өз қовумини, Көрситәр Өзиниң қуллириға рәһимини.
Psal UyCyr 134:15  Алтун билән күмүчтур ят әлләрниң бутлири, Ясиғандур уларни инсанларниң қоллири.
Psal UyCyr 134:16  Уларниң ағзи бар сөзләлмәс, Көзлири бар көрәлмәс.
Psal UyCyr 134:17  Қулақлири бар аңлалмас, Ағзида йоқтур нәпәс.
Psal UyCyr 134:18  Бутларни ясиғанлар, униңға үмүт бағлиғанлар, Ахири өзлириниң бутлириға охшап қалар.
Psal UyCyr 134:19  Әй Исраил җамаити, Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар, Әй Һарун җамаити, Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар.
Psal UyCyr 134:20  Әй Лавий җамаити, Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар, Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға ихласи барлар.
Psal UyCyr 134:21  Пәрвәрдигар турар Йерусалимда, Һәмдусана ейтилсун Сионда, Һәмдусана ейтиңлар Униңға.