PSALMS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 135
Psal | UyCyr | 135:1 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У шапаәтликтур, Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У һәммә «илаһлардин» үстүндур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:2 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У шапаәтликтур, Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У һәммә «илаһлардин» үстүндур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:3 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У барлиқ һөкүмдарлардин үстүндур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:4 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, Пәқәтла У улуқ мөҗүзиләр Егисидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:5 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У даналиқта асманни яратқучидур Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:6 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У зиминни су үстигә орнатқучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:7 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У йоруқлуқ тарқатқучи җисимларни яратқучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:8 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У күндүзи парлайдиған қуяшни яратқучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:9 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У кечиси парлайдиған ай, юлтузни яратқучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:10 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, Мисирда тунҗа туғулғанларниң җенини алғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:11 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У исраилларни Мисирдин қутқузуп чиққучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:12 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У уларни зор қудрити билән елип чиққучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:13 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У Қизил деңизниң сүйини иккигә бөлгүчидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:14 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У деңизни йерип исраилларни униңдин елип чиққучидур. Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:15 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У Пиръәвн вә униң қошунлирини Қизил деңизға ғәриқ қилғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:16 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У Өз қовумини чөл-баявандин йетәкләп өткүчидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:17 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У чоң падишаларни йәр билән йәксән қилғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:18 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У күчлүк падишаларни һалак қилғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:19 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У аморларниң падишаси Сихонниң җенини алғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:20 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У Башан падишаси Огниң җенини алғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур, | |
Psal | UyCyr | 135:21 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У уларниң зиминлирини Өз қовумиға мүлүк қилип бәргүчидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:22 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У уларниң зиминлирини Өз қуллири исраилларға мүлүк қилип бәргүчидур Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:23 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У хар болған чеғимизда бизни әслигүчидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:24 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У бизни дүшмәнлиримиздин қоғдиғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Psal | UyCyr | 135:25 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У барлиқ җанлиқларға озуқ ата қилғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |