Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 70
Psal UyCyr 70:1  Пәрвәрдигар, Сәнла башпанадурсән маңа, Мени йәргә қаратмиғин қилип рәсва.
Psal UyCyr 70:2  Қутқузғин мени Өз һәққанийлиғиңда, Қутулдур мени қулақ селип аһлиримға.
Psal UyCyr 70:3  Қорам таштәк пана болғин дайим маңа, Сән мениң теғимдурсән қорған кәби, Ирадә қилдиң мени Өзәң қутқузмаққа.
Psal UyCyr 70:4  Егәм мени азат қилғин яманларниң қолидин, Адаләтсиз, рәһими йоқ адәмләрниң алиқинидин.
Psal UyCyr 70:5  Өзәң үмүтүмсән, әй Пәрвәрдигар Худайим, Яшлиғимдин тартип Сән болдуң таянчим.
Psal UyCyr 70:6  Һамилә вақтимдин башлап Саңа таяндим, Анамниң қосиғидин Сән өзәң чиқардиң, Шундин буян мәдһийәмни Саңа атап кәлдим.
Psal UyCyr 70:7  Көп адәмләр үчүн үлгә мән, Чүнки Сән қудрәтлик панайимдурсән.
Psal UyCyr 70:8  Ағзимдин әсла чүшмәс Саңа һәмдусаналар, Чүшмәс шан-шәривиңни алқишлиған садалар.
Psal UyCyr 70:9  Ташлап кәтмигин мени қерип һалим қалмиғанда, Рәт қилмиғин мени қувитимдин айрилғанда.
Psal UyCyr 70:10  Чүнки дүшмәнлирим мени қәстлишип, Җенимни алмақ болғанлар бирлишип,
Psal UyCyr 70:11  Дейишәр: «Худа уни рәт қилди, Уни қоғлап тутайли, Қутулдуридиғанлар йоқтур әнди».
Psal UyCyr 70:12  Мәндин жирақ кәтмигин, әй Худа, Ярдәмгә тезирәк кәлгин йенимға.
Psal UyCyr 70:13  Мени қарилиғучилар шәрмәндә болуп йоқ болсун, Маңа қәст ойлиғанлар рәсва болуп җақ тойсун.
Psal UyCyr 70:14  Бирақ үмүтүм Саңа һәр дайим бағлинар, Саңа болған алқишлирим барғанчә ашар.
Psal UyCyr 70:15  Ағзимдин чүшмәс адалитиң вә ниҗатиң, Әқлим йәтмәйдиған әшу әҗайип ишлириң.
Psal UyCyr 70:16  Ләббәй болуп алдиңда, Мәдһийиләймән бүйүк ишлириңни Рәббим Худа, Җакалаймән һәққаний дәп пәқәт Сенила.
Psal UyCyr 70:17  Әй Худайим, билмигәнни Сән билдүрдүң яшлиғимдин, Карамәтлириңниң җакачиси болуп кәлдим шу чағдин.
Psal UyCyr 70:18  Қерип ақарғанда қара чачлирим, Ташлап кәтмә мени Илаһим. Баян қилай әвлатларға қудритиңни, Сөзләп берәй мәндин кейин кәлгәнләргә, Сениң көрсәткән улуқ мөҗүзилириңни.
Psal UyCyr 70:19  Улуқ карамәтләрни қилған тәңдашсиз Худа, Тақишар адалитиң асман-пәләккә, Кимму қилалар бундақ ишни охшаш Саңа.
Psal UyCyr 70:20  Маңа азап-күлпәтләрни көрсәткиниң, Дәл гөр ағзидин мени тартип елип, Җанландуруп йеңи һаятқа башлиғиниң.
Psal UyCyr 70:21  Техиму бәк үстүн қилисән һөрмитимни, Йенимға келип маңа берисән тәсәлла.
Psal UyCyr 70:22  Илаһим күйләймән Сени челип лира, Садақитиңгә ейтимән һәмдусана, Саңа мәнсүп күйлирим бар чилтаримда, Исраилларни таллиған муқәддәс Худа.
Psal UyCyr 70:23  Сени күйлисәм тәнтәнә қилар ләвлирим, Шатлинар, Сән әркин қилған қәлбим.
Psal UyCyr 70:24  Тилим һемишәм баян әйләр Сениң адалитиңни, Чүнки рәсва қилип жиқиттиң шум нийәттә болғанларни.