Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 46
Psal UyCyr 46:2  Әй барчә хәлиқләр, челип чаваклар, Худаға атап яңритиңлар алқишлар.
Psal UyCyr 46:3  Чүнки бүйүк Пәрвәрдигар һәйвәтликтур, У җаһанға һөкүмдар улуқ Падишадур.
Psal UyCyr 46:4  Баш әгдүрүп бәрди У бизгә дүшминимизни, Айиғимиз астиға жиқилдурди ят хәлиқләрни.
Psal UyCyr 46:5  Несивә қилип бизгә таллап бәрди бу йәрни, Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни. Селаһ
Psal UyCyr 46:6  Һөкүм сүрмәк болуп Худа тәхткә чиқти чуқан ара, Чиқти Пәрвәрдигар бурға садасида Өз орниға.
Psal UyCyr 46:7  Күйләңлар Пәрвәрдигарни яңритип нәғмә-нава, Күйләңлар Падишайимизни яңритип саз билән нахша.
Psal UyCyr 46:8  Чүнки пүткүл җаһанға Падишадур Пәрвәрдигар, Мунаҗәтләр ейтип Уни күйләңлар.
Psal UyCyr 46:9  Һөкүм сүрмәктә Худа барчә хәлиқ үстидә, Олтирип У Өзиниң муқәддәс тәхтидә.
Psal UyCyr 46:10  Жиғилип җаһандики әлләрниң һөкүмдарлири, Қошулиду Ибраһим етиқат қилған Худаниң хәлқигә, Бәрһәқ, Худаға тәвәдур пүткүл җаһанниң падишалири, Әң алий һөкүмрандур Пәрвәрдигар, җаһан әһли улуқлар Уни.