PSALMS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 107
Psal | UyCyr | 107:5 | Чүнки мәңгүлүк муһәббитиң асмандин бепаян, Садақитиң шунчә молдур, булутларға тақашқан. | |
Psal | UyCyr | 107:6 | Әй Худа, улуқлуғуң көрситилгәй асман-пәләктә, Шан-шәривиң намайән болғай пүткүл йәр йүзидә. | |
Psal | UyCyr | 107:7 | Дуайимни қилип иҗавәт, қутқуз бизни оң қолуңда, Өзәң сөйгән бәндилириң ниҗатлиқ тапар шунда. | |
Psal | UyCyr | 107:8 | Худа мундақ деди Өз муқәддәслиги билән: «Шатлиқта хәлқимгә бөлүп беримән Шәкәм диярини, Тәхсим қилип беримән Суккот вадисини. | |
Psal | UyCyr | 107:9 | Гилъад райони мәнсүптур Маңа, Манассәму һәм тәәллуқ Маңа. Әфрайим — бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң сәлтәнәт һасамдур. | |
Psal | UyCyr | 107:10 | Пут жуюдиған қачидур Моаб Маңа, Чоруғумни ташлаймән Идомға. Чуқан салимән, Филистийә үстидин ғалибә қилғинимға» | |
Psal | UyCyr | 107:11 | Ким Мени Идомға ғалибә билән башлап кирәр? Ким Мени у мустәһкәм шәһәргә башлап барар? | |