Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 4
Psal UyCyr 4:2  Җавап бәргин, налә қилсам Саңа, Еһ мени һимайә қилғучи Худа. Мени азат қилған едиң азапта қалғинимда, Аңлиғин дуайимни йәнә рәһим қилип маңа.
Psal UyCyr 4:3  Әй инсан балилири, Қачанғичә дәпсәндә қилисиләр мениң иззәт-һөрмитимни, Қачанғичә қәдирләйсиләр асассиз шикайәтләрни, Қачанғичә тоқуп чиқисиләр маңа қарши ялғанчилиқларни? Селаһ
Psal UyCyr 4:4  Билип қоюңлар шуни, Пәрвәрдигар таллайду вападарларни, Аңлайду мениң наләмни.
Psal UyCyr 4:5  Худадин қорқуңлар, гуна қилмаңлар! Җим-җит йетип орнуңларда, Буни чоңқур ойлиниңлар! Селаһ
Psal UyCyr 4:6  Чин дил билән қилиңлар қурванлиқларни, Пәрвәрдигарға бағлаңлар ишәнчиңларни.
Psal UyCyr 4:7  Сорайду нурғун кишиләр: Яхшилиқ қилар ким бизгә? Еһ Пәрвәрдигар, чүшәргин Җамалиңниң нурини үстимизгә.
Psal UyCyr 4:8  Бәкму хошал қилдиң көңлүмни, Шунчә мол болғанлардинму ашлиқ вә шараплири.
Psal UyCyr 4:9  Ятсамла уйқум келәр хатирҗәм, Чүнки мени аман-есән сақлиғучи Пәқәт Сән — Пәрвәрдигар Өзәңдурсән.