PSALMS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 41
Psal | UyCyr | 41:3 | Интизармән Саңа — һаятлиқ булиғи болған бирдин-бир Худа, Қачанму көрәрмән Сениң йүзүңни, кирип һозуруңға? | |
Psal | UyCyr | 41:4 | Көз яшлирим мән үчүн кечә-күндүз болди ғиза, «Қени Худайиң» дейишәр дүшмәнлирим дайим маңа. | |
Psal | UyCyr | 41:5 | Көңлүм бузулиду өткән күнләрни әслигинимдә: Бараттим җамаәт билән һейт өткүзүшкә, Кишиләрни башлаттим Пәрвәрдигарниң өйигә, Мәдһийә ейтип чуқан салаттуқ хошал болуп шу дәмдә. | |
Psal | UyCyr | 41:6 | Әй қәлбим, немишкә шунчә чүшкүнсән? Әй көңлүм, немишкә арам тапмайсән? Үмүт күт Худадин, мәдһийиләймән йәнила Уни, Худайим сақлиғучидур шәрмәндә болуштин йүзүмни. | |
Psal | UyCyr | 41:7 | Әй Илаһим, ғәм басти көңлүмни, Шуңа әсләймән Сени, Иордан зиминида, Хәрмон вә Мизар тағлирида. | |
Psal | UyCyr | 41:8 | Гүлдүрләп еқип чүшкән шақиратмилириңдәк, Тохтимай кәлмәктә бешимға азаплириң, Бесип өтмәктә мана үстүмдин долқунлириң, өркәшлириң. | |
Psal | UyCyr | 41:9 | Күндүзи көрситәр Пәрвәрдигар мәңгүлүк муһәббитини, Кечиси ата қилар У маңа мән ейтидиған нахшамни, Һаятимниң Егиси Худаға беғишлиған мунаҗәтлиримни. | |
Psal | UyCyr | 41:10 | Ейтармән қорам тешим Худаға: Унтуп қалдиң нечүн мени? Нечүн матәм тутуп жүримән, Дүшмәнлиримниң зулуми астида? | |