Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 109
Psal UyCyr 109:1  Пәрвәрдигар ейттики Егәмгә: «Олтарғин Сән Мениң оң йенимда, Мән дәссәткичә дүшмәнлириңни айиғиң астиға».
Psal UyCyr 109:2  Пәрвәрдигар зорайтар һөкүмранлиғиңни Сиондин, Дәрки У: «Сән һөкүм сүргин дүшмәнлириң үстидин».
Psal UyCyr 109:3  Сән җәң қилидиған күни қошунлириңни жиққанда, Садақәтмәнлириң чиқар өз ихтиярлиғида. Сәһәрдә келур яш жигитләр алдиңға, Худди шәбнәм чүшкәндәк Сән турған таққа.
Psal UyCyr 109:4  Пәрвәрдигар өзгәртмәс қилған мону қәсимини: «Мәңгүлүк роһанийдурсән Малкисидиқниң қатаридики».
Psal UyCyr 109:5  Әй Пәрвәрдигар, турар Егәм Сениң оң тәрипиңдә, Падишаларни бит-чит қилар ғәзивини көрсәткән күнидә.
Psal UyCyr 109:6  У һөкүм чиқирар Худасиз хәлиқләргә, Башлирини кукум-талқан қиливетәр йәр йүзидә, Уларниң зиминини толтурар җәсәтләргә.
Psal UyCyr 109:7  Егәм йол үстидә булақтин су ичәр, Күч-қувәт елип, мәйдисини егиз көтирәр.