Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 10
Psal UyCyr 10:1  Паналиқ тапқан турсам Пәрвәрдигарда, «Қушқач кәби учуп кәт өз теғиңға» Дегиниңлар немиси маңа!
Psal UyCyr 10:2  Мана яманлар тартип оқ-ярини, Тәйяр қилди селип оқини, Йошурун атмақчи болуп яхшини.
Psal UyCyr 10:3  Немиму қилалар һәққаний киши, Бузулса һәққанийлиқниң һуллири?
Psal UyCyr 10:4  Пәрвәрдигарниң тәхти асмандидур, У турар муқәддәс дәргаһида. Күзитип турар У һәммә инсанларни, Диққәт билән тикилгәндур көзлири инсанларға.
Psal UyCyr 10:5  Пәрвәрдигар күзитәр һәққаний вә яманларни, Өч көрәр зораванлиққа мәптунларни.
Psal UyCyr 10:6  Қизиқ шамал, от, гуңгут, чоғлар, Яманларниң һаятиға несивә болар.
Psal UyCyr 10:7  Һәққанийдур Пәрвәрдигар, сөйәр һәққанийлиқни, Пәқәт көңли дуруслар көрәр Униң чеһрини.