Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 65
Psal UyCyr 65:1  Әй җаһан әһли, Худаға яңритиңлар алқишлар, Хисләтлирини махтап күй-нахшиға қетиңлар, Һаяҗанда Униңға мәдһийиләр ейтиңлар.
Psal UyCyr 65:2  Әй җаһан әһли, Худаға яңритиңлар алқишлар, Хисләтлирини махтап күй-нахшиға қетиңлар, Һаяҗанда Униңға мәдһийиләр ейтиңлар.
Psal UyCyr 65:3  Әй халайиқ, шундақ дәңлар Худаға: «Нәқәдәр һәйвәтлик-һә қудритиң! Көрситилгәндә карамитиң, әй Худа, Дүшмәнлириң пүкүлүп қалар алдиңда.
Psal UyCyr 65:4  Пүткүл йәр-җаһан сәҗдә қилмақта Саңа, Күйләп һәмдусана оқумақта намиңға». Селаһ
Psal UyCyr 65:5  Көрүңлар Худаниң бүйүк қудритини, Униң көрсәткән карамәтлирини.
Psal UyCyr 65:6  У йол ачти деңизни йерип, Меңип өтти хәлиқләр қурғақ йолдин. Тәнтәнә қилдуқ миннәтдар болуп Худадин.
Psal UyCyr 65:7  Өз қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду Худа, Пүткүл инсан ишлири аяндур көз алдида. Бойсунмиғанлар қарши чиқмисун Униңға. Селаһ
Psal UyCyr 65:8  Әй ят хәлиқләр, мәдһийиләңлар Худайимизни, Яңритиңлар Униңға атап һәмдусана, алқишларни.
Psal UyCyr 65:9  У сақлап кәлди һаятимизни, Тейилип кетиштин путлиримизни.
Psal UyCyr 65:10  Әй Худа, Сән бизни синидиң, Күмүчни отта тавлиғандәк тавлидиң.
Psal UyCyr 65:11  Сән қапқанға чүшәрдиң бизни, Йәлкимизгә һәм арттиң еғир жүкни.
Psal UyCyr 65:12  Ғалибә қилдурған едиң үстимиздин дүшминимизни. Сән Өзәң судинму, оттинму өткүзүп бизни, Ахири молчилиққа елип кәлдиң хәлқимизни.
Psal UyCyr 65:13  Әй Худа, Саңа вәдә бәргән едим азапта қалғинимда, Қәсәм қилған едим йәлкәмни еғир күн басқинида. Елип кирип ибадәтханаңға көйдүрмә қурванлиқларни, Ада қилимән дәп, Саңа бәргән қәсәмлиримни.
Psal UyCyr 65:14  Әй Худа, Саңа вәдә бәргән едим азапта қалғинимда, Қәсәм қилған едим йәлкәмни еғир күн басқинида. Елип кирип ибадәтханаңға көйдүрмә қурванлиқларни, Ада қилимән дәп, Саңа бәргән қәсәмлиримни.
Psal UyCyr 65:15  Әй Худа, Саңа атап бодалған малларни, Көйдүрмә қурванлиққа беғишлаймән. Қошқар йеғини көйдүрүп, пуритимән, Буқа вә өшкиләрниму Өзәңгә сунимән. Селаһ
Psal UyCyr 65:16  Әй Худаға ихласи барлар, тиңшаңлар сөзүмни, Сөзләп берәй Худаниң маңа көрсәткән карамәтлирини.
Psal UyCyr 65:17  Авазимни көтирип Худаға қилдим дуа, Оқудум Униңға мәдһийә, һәмдусана.
Psal UyCyr 65:18  Пәрвәрдигар қулақ салмас еди дуайимға, Бар болса мабада қәлбимдә мениң гуна.
Psal UyCyr 65:19  Шүбһисизки, дуайимни аңлиди Худа, Дуа қилғинимда қулақ селип турди маңа.
Psal UyCyr 65:20  Махтайли һәммимиз Худайимизни, У рәт қилмиди дуайимни, Мәндин хали қилмиди мәңгүлүк муһәббитини.