Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 27
Psal UyCyr 27:1  Әй Пәрвәрдигар, илтиҗа қилимән Саңа, Әй қорам тешим, қулақ салмай қоймиғин маңа. Әгәр җим турувелип бәрмисәң җавап, Қалармән гоя гөрдики мурдиға охшап.
Psal UyCyr 27:2  Муқәддәс җайиң тәрәпкә қилип йүзүмни, Көтирип туруп қолумни, баян қилсам дәрдимни, Аңлиғин, Саңа қилған өтүнүшүмни.
Psal UyCyr 27:3  Яманлиқ қилғучилар, явузлар қатариға, Чүширип қоймиғин мени әсла, Достанә болсиму улар хошнилириға, Яманлиқ ойлар диллирида.
Psal UyCyr 27:4  Җазалиғайсән уларни қилмишлириға қарап, Қилған яманлиқлирини һесаплап. Қайтуруп бәргин әмәллиригә лайиқ җаза, Қоллириниң қилғанлирини санап.
Psal UyCyr 27:5  Пәрвәрдигар вәйран қилар яманларни, Әслигә кәлтүрмәс қайтидин уларни. Чүнки улар көзгә илмас Худаниң әҗрини, Писәң қилмас Униң яратқанлирини.
Psal UyCyr 27:6  Һәмдусана ейтилсун Пәрвәрдигарға, Қулақ салди У мениң илтиҗайимға.
Psal UyCyr 27:7  Қудритим вә қалқинимдур Пәрвәрдигар, Ярдимигә ериштим ишәнч бағлап Униңға. Шуңа мән шатлинип қәлбимдин, Шүкүр ейтармән Униңға мунаҗитимдә.
Psal UyCyr 27:8  Күч-қудритидур Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң, Ниҗатлиқ қорғинидур Өзи таллиған падишаниң.
Psal UyCyr 27:9  Әй Пәрвәрдигар, қутқузғайсән Өз хәлқиңни, Бәрикәтлик қилғайсән Өзәңгә тәвә болғанларни, Чопани болуп баққайсән мәңгү уларни.