Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 125
Psal UyCyr 125:1  Пәрвәрдигар сүргүндикиләрни қайтуруп кәлгәндә Сионға, Болуп қалған едуқ биз худди чүш көрүватқандәкла.
Psal UyCyr 125:2  Хошаллиқтин ағзимиз йетип қулиғимизға, Чуқанлар көтәргән едуқ шатлиқта. «Пәрвәрдигар зор бир яхшилиқ қилди уларға», Дегән сөзләр тарқалған еди ят әлләр арисида.
Psal UyCyr 125:3  Дәрвәқә Пәрвәрдигар зор яхшилиқ қилди бизгә, Шат-хорамлиқ толди бизниң қәлбимизгә.
Psal UyCyr 125:4  Ронақ тапқан вақтимизға қайтур бизни, әй Пәрвәрдигар, Туюқсиз суға толғандәк җәнуптики қуруқ ериқлар.
Psal UyCyr 125:5  Жиғлап туруп уруқ чачқанлар, нахша билән һосул жиғар.
Psal UyCyr 125:6  Дүмбисигә артип уруқ халтисини, жиға билән кәткән киши, Қайтип келәр нахша ейтип ориған бағламлирини көтәргән пети.