Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 47
Psal UyCyr 47:2  Улуқтур Пәрвәрдигар! Униң муқәддәс теғида, Худайимизниң шәһиридә, Лайиқтур У көптин-көп мәдһийилинишкә.
Psal UyCyr 47:3  Бүйүк вә көркәм Сион теғи, Шатлиғидур пүткүл җаһанниң. Һәйвәтликтур Зафон теғиниң чоққилиридәк, Турар У шәһиридә улуқ падишаниң.
Psal UyCyr 47:4  Худа туруп сепиллирида Йерусалимниң, Қоғдиғучилиғини намайән қилар Өзиниң.
Psal UyCyr 47:5  Бир йәргә жиғип қошунлирини падишалар, Маңған еди җәң қилмақ болуп улар.
Psal UyCyr 47:6  Лекин улар көрүпла шәһәрни болди алақзадә, Арқисиға дәрһал қечишти чүшүп вәһимигә.
Psal UyCyr 47:7  Титирәк бесип уларниң һәммисини, Қийналди толғақ йегән аял кәби.
Psal UyCyr 47:8  Әй Худа, чиқирип шәриқ шамилиңни, Вәйран қилдиң «Таршишниң кемилирини».
Psal UyCyr 47:9  Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң шәһири — Худайимизниң шәһиридә, Көргинимиз болди худди аңлиғинимиздәкла. Худа мустәһкәм қилар бу шәһәрни мәңгүгә. Селаһ
Psal UyCyr 47:10  Әй Худа, муқәддәс ибадәтханаң ичидә, Чоңқур ойландуқ мәңгүлүк муһәббитиң һәққидә.
Psal UyCyr 47:11  Саңа беғишланған мәдһийиләр, әй Худа, Худди намиңдәкла таралди кәң җаһанға.
Psal UyCyr 47:12  Һәққаний һөкүмлириңдин, Хуш болсун Сион теғи, Шатлансун Йәһудийә шәһәрлири.
Psal UyCyr 47:13  Әй Худаниң хәлиқлири, Зиярәт қилиңлар Йерусалимни. Айлинип көрүп уни, Санап чиқиңлар мунарилирини.
Psal UyCyr 47:14  Күзитип чиқиңлар сепиллирини, Көздин кәчүрүңлар қорғанлирини, Баян қилиш үчүн кейинки әвлатларға уларни.
Psal UyCyr 47:15  Бәрһәқ, Худа бизниң Худайимиздур әбәткә, У бизни йетәкләр мәңгүгә.