Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 66
Psal UyCyr 66:2  Бизни бәхитлик қилғайсән Худа, Шәпқитиңни көрситип бизгә, Дидариңниң нурлирини, Чечип бизниң үстимизгә. Селаһ
Psal UyCyr 66:3  Аләм ара мәлум болғай Сениң йолуң, Барчә әлләр арисида ниҗатлиғиң.
Psal UyCyr 66:4  Мәдһийилигәй Сени Худа һәммә хәлиқләр, Һәмдусана оқуғай Саңа җими милләтләр.
Psal UyCyr 66:5  Барчә әлни бир Өзәң йетәкләйсән, әй Худа, Һәм уларниң үстидин адил һөкүм чиқирисән, әй Худа, Шуңа барлиқ инсанлар шатлинип алқиш яңратқай Саңа. Селаһ
Psal UyCyr 66:6  Мәдһийилигәй Сени Худа һәммә хәлиқләр, Һәмдусана оқуғай Саңа җими милләтләр.
Psal UyCyr 66:7  Йәр-зиминдин алдуқ һосулни, Худайимиз бәхтияр қилди бизни.
Psal UyCyr 66:8  Худа бизгә бәхит ата қилғай, Барчә инсан Униңға ихлас қилғай.