Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
Psal UyCyr 6:2  Әй Пәрвәрдигар, Мени қәһриң билән әйиплимә, Маңа ғәзивиңдә тәрбийә бәрмә.
Psal UyCyr 6:3  Әй Пәрвәрдигар, рәһим қил маңа, Аҗизлишип кәттим қәвәтла. Әй Пәрвәрдигар, шипалиқ бәргин маңа, Бошишип кәтти устиханлирим бирақла.
Psal UyCyr 6:4  Әй Пәрвәрдигар, һәсрәт толди қәлбимгә, Жүрәрмән бу әһвалда қачанғичә?
Psal UyCyr 6:5  Өтүнәй Пәрвәрдигар, сақлап қалғин җенимни, Мәңгүлүк муһәббитиңдә қутқуз мени.
Psal UyCyr 6:6  Чүнки һечким Сени әслимәс өлсә, Ким Саңа рәхмәт ейтар гөр ичидә.
Psal UyCyr 6:7  Һеч мағдирим қалмиди налә-пәрият қилип Саңа, Көз йешим дәрия болур һәр кечиси орнумда.
Psal UyCyr 6:8  Көзлиримниң нури кәтти дәрт-әләмдин, Аҗизлашти көзлирим дүшмәнлирим дәстидин.
Psal UyCyr 6:9  Бәрһәқ, қулақ салди заримға Пәрвәрдигар, Йоқилиңлар йенимдин, әй яманлиқ қилғучилар.
Psal UyCyr 6:10  Пәрвәрдигар аңлап илтиҗайимни, Қобул қилди дуайимни.
Psal UyCyr 6:11  Қалар һәммә дүшмәнлирим номус вә вәһимидә, Туюқсизла чекинәр, болуп шәрмәндә.