Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 54
Psal UyCyr 54:2  Қулақ салғин дуайимға, әй Худа, Бепәрва болмиғин илтиҗайимға.
Psal UyCyr 54:3  Җавап бәргин нәзәр селип бу һалимға, Жүримән қахшап, ғәмкинмән дайим.
Psal UyCyr 54:4  Салди дүшмәнләр қорқунуч маңа, Яманлар салмақта җәвир-җапа. Шикайәт қилар улар маңа, Ғәзивидин бала яғар бешимға.
Psal UyCyr 54:5  Жүригим сиқилар қорқунуч ичидә, Вуҗудум бесилар өлүм тәшвишидә.
Psal UyCyr 54:6  Әнсизлик чирмап алди җисмимни, Вәһимә, титирәкләр қаплимақта мени.
Psal UyCyr 54:7  Болса еди қанитим кәптәрләр кәби, Пәрваз қилип тапар едим арамгаһни.
Psal UyCyr 54:8  Дәрһәқиқәт қечип берип жирақларға, Қонар едим чөл-җәзирә, баяванға. Селаһ
Psal UyCyr 54:9  У йәрләрдин бир пана җай тапар едим, Боран-чапқун, қуюнлардин қутулар едим.
Psal UyCyr 54:10  Әй Егәм, қаймуқтуруп явлиримни, Бөлүвәткин бирқанчигә тиллирини. Чүнки көрдүммән шәһиримиздә Зораванниң һәрикити вә җедилини.
Psal UyCyr 54:11  Қаравуллуқ қилар улар кечә-күндүз, Айлинип жүрүп шәһәр сепилини. Һалбуки, қаплиған шәһәрни җинайәт вә шумлуқ, Өз илкигә алған зулум, һейлә вә бузуқчилиқ.
Psal UyCyr 54:12  Қаравуллуқ қилар улар кечә-күндүз, Айлинип жүрүп шәһәр сепилини. Һалбуки, қаплиған шәһәрни җинайәт вә шумлуқ, Өз илкигә алған зулум, һейлә вә бузуқчилиқ.
Psal UyCyr 54:13  Дүшмәнлирим әмәс маңа һақарәт қилғанлар, Болмиса сәвир-тақәт қилар едим. Өчмәнлирим әмәс мени камситқанлар, Болмиса улардин өзәмни қачурар едим.
Psal UyCyr 54:14  Амма буни қилғучи дәл сән — мениң йеқиним, Җанҗигәр достум вә яхши һәмрайим.
Psal UyCyr 54:15  Биз сирдаш достлар едуқ, Муқәддәс ибадәтхана һойлисида Җамаәт арисида биллә жүргән едуқ.
Psal UyCyr 54:16  Өлүм дүшмәнлиримни қойниға алсун туюқсизла, Тирик кәтсун улар өлүкләр маканиға, Чүнки яманлиқ макан қурар уларниң диллирида.
Psal UyCyr 54:17  Илтиҗа қилармән ялвуруп Худаға, Пәрвәрдигарим ниҗатлиқ берәр маңа.
Psal UyCyr 54:18  Пәрият қилсам төкүп дәрдимни, Худа аңлар авазимни, Әтигән, чүш вә ахшими.
Psal UyCyr 54:19  Гәрчә шунчә көп болсиму, Қарши чиққанлар маңа. У қутқузар җәңләрдә мени, Зиян йәткүзмәй җенимға.
Psal UyCyr 54:20  Әзәлдин һөкүм сүрүп кәлгүчи, Аңлап мениң дуалиримни, Селаһ Мәғлуп қилар дүшмәнлиримни. Чүнки улар янмас йолидин, Қорқмас һәм Худайимдин.
Psal UyCyr 54:21  У һәмрайим мушт көтәрди, Өзини дост билгәнләргә. Хилаплиқ қилди у һәм Достиға бәргән вәдисигә.
Psal UyCyr 54:22  Сериқ майдин силиқтур ағзи, Бирақ шумлуққа толғандур дили. Шекәр-шәрбәттәк сөзләр тили, Лекин иштик қиличтәк хәтәрликтур ейтқанлири.
Psal UyCyr 54:23  Пәрвәрдигарға тапшур ғәм-қайғуңни, У қоллап-қувәтләр сени. Пәрвәрдигар жиқитмас һәргиз, Тоғра йолда маңған адәмни.
Psal UyCyr 54:24  Еһ Худа, Сән ташлайсән һалакәт һаңлириға дүшмәнлиримни, Қанхор, һелигәрләр яшалмас өмриниң йеримини, Амма мән йоқатмасмән Саңа болған ишәнчимни.