Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next
Chapter 42
Gene UyCyr 42:1  Қанан зиминидиму ачарчилиқ болған еди. Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини аңлап, оғуллириға: — Силәр бир-бириңларға қаришипла турамсиләр! Немишкә бир чиқиш йолини тапмайсиләр?
Gene UyCyr 42:2  Аңлишимчә Мисирда ашлиқ бар екән. Ачлиқтин өлүп кәтмәйли, у йәргә берип, бир аз ашлиқ сетивелип әкелиңлар, — деди.
Gene UyCyr 42:3  Буниң билән Йүсүпниң он акиси Мисирға ашлиқ сетивалғили барди.
Gene UyCyr 42:4  Лекин Яқуп Йүсүпниң иниси Биняминни улар билән әвәтмиди, чүнки Яқуп униң бирәр яманлиққа учрап қелишидин қорқатти.
Gene UyCyr 42:5  Исраилниң оғуллири вә башқилар ашлиқ сетивалғили Мисирға беришти, чүнки Қанандиму ачарчилиқ еғир болған еди.
Gene UyCyr 42:6  Йүсүп Мисирниң баш вәзири болғачқа, һәр қайси җайлардин кәлгәнләргә ашлиқ сетип беришкә җавапкәр еди. Шуңа Йүсүпниң акилири униң алдиға келип, беши йәргә тәккичә униңға егилип тазим қилди.
Gene UyCyr 42:7  Йүсүп акилирини көрүпла тонуп қалди, лекин тонумасқа селивелип, улардин җиддий қияпәттә: — Силәр қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп сориди. — Биз Қанандин ашлиқ сетивалғили кәлдуқ, — дәп җавап беришти улар.
Gene UyCyr 42:8  Йүсүп акилирини тонуған болсиму, лекин улар Йүсүпни тонуми­ған еди.
Gene UyCyr 42:9  У акилири тоғрисидики кичик вақтида көргән чүшлирини есигә елип, мәхсәтлик һалда уларға: — Силәр җасус, мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлап билгили кәлдиңлар! — деди.
Gene UyCyr 42:10  Улар: — Яқ, җанаплири, әрзимәс қуллири ашлиқ сетивалғили кәлди.
Gene UyCyr 42:11  Биз ака-укилар растчил адәмләрмиз, қуллири һәргиз җасус әмәс! — дәп җавап қайтурушти.
Gene UyCyr 42:12  Йүсүп уларға: — Яқ, силәр мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлиғили кәлдиңлар! — дәп чиң турувалди.
Gene UyCyr 42:13  Улар: — Әй җанаплири, қуллири әслидә бир атидин он икки қериндаш едуқ. Атимиз Қананда туриду, әң кичик инимиз униң йенида қалди, йәнә бир инимиз болса өлүп кәткән! — деди.
Gene UyCyr 42:14  Йүсүп йәнә чиң туруп: — Яқ! Мән һазир ейтқандәк, силәр расттинла җасус.
Gene UyCyr 42:15  Силәрниң сәмимий яки сәмимий әмәслигиңларни синаш үчүн, падишаниң нами билән қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә, силәрни һәргиз қоювәтмәймән.
Gene UyCyr 42:16  Силәрдин бириңлар берип, уни елип келиңлар. Гепиңлар испатланғичә, қалғанлириңлар бу йәрдә зинданда турисиләр. Иниңларни әкәлмисәңлар, һәммиңлар чоқум җасус болуп һесаплинисиләр! — деди.
Gene UyCyr 42:17  Шуниң билән уларни зинданға қамап, үч күн тутуп турди.
Gene UyCyr 42:18  Үчинчи күни Йүсүп уларға: — Мән Худаға садақәтмән адәммән. Әгәр силәр мениң шәртимни қобул қилсаңлар, бир қошуқ қениңлардин кечимән.
Gene UyCyr 42:19  Өзәңларниң сәмимий адәм екәнлигиңларни испатлаш үчүн, бир адимиңларни зинданда гөрүгә қоюп, қалғанлириңлар қайтип, алған ашлиқларни аиләңләр­дики ачарчилиқта қалғанларға йәткүзүп бериңлар.
Gene UyCyr 42:20  Андин кичик иниңларни бу йәргә елип келиңлар. Шундақ қилған­дила сөзүңларниң растлиғи испатлинидудә, өлүмдин аман қалисиләр! —деди. Улар бу шәртни қобул қилип,
Gene UyCyr 42:21  өз ара: «Бурун биз инимизға зиянкәшлик қилғачқа, әнди униң угалиға қалдуқ! Биз униң азавини көрүп туруп, ялвурсиму писәң қилмиған едуқ. Шуңа бу бала-қазаға йолуқтуқ!» — дейишти.
Gene UyCyr 42:22  Рубен уларға: — Мән силәргә: «Бу балиға тәгмәйли» десәм, силәр аңлимидиңлар. Әнди шу қан қәрзини төләйдиған болдуқ! — деди.
Gene UyCyr 42:23  Йүсүп уларниң сөзини чүшәнди. Акилири болса, буни билмәтти, чүнки Йүсүп улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкән еди.
Gene UyCyr 42:24  Йүсүп өзини чәткә елип, жиғлавәтти. Андин қайтип кирип, Шимонни айрип, уларниң алдида уни бағлатти.
Gene UyCyr 42:25  Йүсүп хизмәтчилиригә акилириниң тағарлириға ашлиқ толтуруп, ашлиққа төлигән пуллирини тағарлириға селип қоюшни вә уларға йоллуқ озуқ-түлүк тәйярлап беришни буйриди. Һәммә тәйярлиқ пүткәндин кейин,
Gene UyCyr 42:26  улар алған ашлиқлирини ешәклиригә артип йолиға раван болди.
Gene UyCyr 42:27  Қоналғу җайға барғанда, уларниң бири ешәкләргә йәм бериш үчүн тағирини ечип, өз пулиниң тағарда турғанлиғини көрдидә,
Gene UyCyr 42:28  қериндашлириға: — Улар пулумни қайтуруветипту. Мана тағарниң ичидә туриду! — деди. Улар аң-таң болуп, қорққан һалда өз ара: «Бу Худаниң бизгә қилған немә ишидур?» дейишти.
Gene UyCyr 42:29  Улар Қананға қайтип келип, атиси Яқупниң алдиға кирип, өткән ишларни униңға бир-бирләп сөзләп бәрди.
Gene UyCyr 42:30  Улар мундақ деди: — Мисирниң баш вәзири бизгә қаттиқ гәп қилип, бизни уларниң дөлитини чарлиғили кәлгән, дәп әйиплиди.
Gene UyCyr 42:31  Биз униңға: «Биз җасус әмәсмиз, биз сәмимий адәмләр.
Gene UyCyr 42:32  Бир атидин җәми он икки қериндаш едуқ, бир инимиз өлүп кәтти. Әң кичик инимиз Қананда атимизға һәмра болуп қалди», дегән едуқ.
Gene UyCyr 42:33  Бирақ у: «Силәрниң сәмимий яки сәмимий әмәслигиңларни синаймән. Бир адимиңларни қамақта тутуп туримән. Қалғанлириңлар қайтип, алған ашлиғиңларни ачарчилиқта қалған аиләңләргә йәткүзүп бериңлар.
Gene UyCyr 42:34  Андин кичик иниңларни мениң йенимға елип келиңлар. Шундақ қилсаңлар, силәрниң җасус әмәс, бәлки сәмимий адәм екәнлигиңларға ишинип, қериндишиңларни қайтуруп беримән. Бу йәрдә туруп қелип, оқәт қилсаңларму болиду», деди.
Gene UyCyr 42:35  Кейин улар ашлиқларни төккәндә, өз пуллириниң тағарларда екәнлигини көрүшти. Ата-балилар пул қапчуқлирини көрүп, интайин қорқти.
Gene UyCyr 42:36  Яқуп уларға: — Силәр мени һәммә оғуллиримдин айриветәмсиләр? Йүсүп йоқ болди, Шимонму йоқ. Әнди Биняминниму елип кәтмәкчи болдуңларму? Бала-қазаниң һәммиси мениң бешимғила келәм­диғанду! — деди.
Gene UyCyr 42:37  Рубен атисиға вәдә берип: — Әгәр мән Биняминни қайтуруп кәлмисәм, мениң икки оғлумни өлтүрүветиң. Кичик инимиз Биняминни маңа аманәт қилиң, мән уни чоқум қайтуруп келимән, — деди.
Gene UyCyr 42:38  Лекин Яқуп уларға: — Бу оғлум силәр билән бармисун! Униң бир қосақтин болған акиси өлүп кетип, ялғуз қалди. Мабада у йолда бирәр көңүлсизликкә йолуқуп қалса, мән һәсрәт чекип өлүп кетимән, — деди.