JOHN
Chapter 4
John | UyCyr | 4:1 | Һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдинму көп шагирт қобул қилип, уларни чөмүлдүрүветипту, дегән хәвәр пәрисийләргә йәтти. | |
John | UyCyr | 4:3 | Уларниң хәвәр тапқинини уққан һәзрити Әйса Йәһудийә өлкисидин чиқип, йәнә Җәлилийәгә кәтти. | |
John | UyCyr | 4:5 | Буниң билән һәзрити Әйса Самарийәниң Сиһар дегән йезисиға кәлди. Сиһар бурунқи заманда Яқуп өз оғли Йүсүпкә мирас қилған йәргә йеқин болуп, | |
John | UyCyr | 4:6 | «Яқуп қудуғи» дегән қудуқму шу йәрдә еди. Һәзрити Әйса сәпәрдә чарчиғанлиғи үчүн қудуқниң йениға келип олтарди. Бу чүш вақти болуп, | |
John | UyCyr | 4:7 | һәзрити Әйсаниң шагиртлири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда самарийәлик бир аял суға кәлди. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа бир аз уссилиқ бәргәйсиз, — деди. | |
John | UyCyr | 4:8 | һәзрити Әйсаниң шагиртлири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда самарийәлик бир аял суға кәлди. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа бир аз уссилиқ бәргәйсиз, — деди. | |
John | UyCyr | 4:9 | Йәһудийларниң самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйдиғанлиғини билидиған аял: — Өзиңиз йәһудий туруп, мәндәк самарийәлик аялдин қандақларчә су сорап қалдиңиз? — дәп сориди. | |
John | UyCyr | 4:10 | Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әгәр сиз Худаниң соғисиниң немилиги вә сиздин уссилиқ сориған Кишиниң Ким екәнлигини билсиңизди, ундақта сиз Униңдин шуни тиләттиңиздә, Уму сизгә һаятлиқ сүйини берәтти. | |
John | UyCyr | 4:11 | Аял: — Тәхсир, қудуқ чоңқур, униң үстигә су тартидиған әсваплар йоқ турса, һаятлиқ сүйини нәдин тапалайсиз? | |
John | UyCyr | 4:12 | Бу қудуқни әҗдадимиз Яқуп колиған. Униңдин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән. Һәҗәва, Сиз бу судинму яхши су беримән дәп, Өзиңизни әҗдадимиз Яқуптин улуқ демәкчиму? — дәп сориди. | |
John | UyCyr | 4:14 | Амма Мән беридиған суни ичкәнләр мәңгү уссимайдиған болиду. Мән беридиған су ичкән кишиләрниң қәлбидә етилип чиқидиған бир булаққа айлинип, уларға мәңгүлүк һаятлиқ бериду. | |
John | UyCyr | 4:15 | — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсиз. Шу су билән тәшналиғимни қандуруп, қудуққа иккинчи кәлмәйдиған болай, — деди аял. | |
John | UyCyr | 4:18 | Бәш әргә тәккән едиңиз, һазир сиз билән биллә яшаватқан адәм ериңиз әмәс, буни тоғра ейттиңиз, — деди һәзрити Әйса. | |
John | UyCyr | 4:20 | Шуңа ейтип бәрсиңиз, әҗдатлиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр йәһудийлар немә үчүн «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк», дәп чиң турисиләр, — деди аял. | |
John | UyCyr | 4:21 | Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Ханим, сөзлиримгә ишиниң, шундақ бир вақит келидуки, Худаға ибадәт қилиш үчүн, кишиләрниң бу таққа яки Йерусалимға беришиниң һаҗити қалмайду. | |
John | UyCyr | 4:22 | Силәр самарийәликләр Худаға ибадәт қилған билән Уни билмәйсиләр. Бирақ биз йәһудийлар Кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз, чүнки қутқузулуш йәһудийлар арқилиқ дунияға келиду. | |
John | UyCyr | 4:23 | Лекин шундақ бир вақит келиду, шундақла келип қалдики, кишиләр роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиду. Асмандики Атимиз Өзигә әйнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә. | |
John | UyCyr | 4:24 | Худа — Роһтур, Униңға ибадәт қилғучилар роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиши керәк. | |
John | UyCyr | 4:25 | Аял һәзрити Әйсаға: — Мәсиһниң, йәни Қутқазғучиниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә бизгә һәқиқәтни толуқ чүшәндүрүп бериду, — деди. | |
John | UyCyr | 4:27 | Дәл шу чағда һәзрити Әйсаниң шагиртлири қайтип кәлди. Улар Униң бир самарийәлик аял билән сөзлишиватқанлиғиға аң-таң қелишти, лекин һеч қайсиси һәзрити Әйсадин: «Сиз униңдин немә соримақчисиз?» яки «Сиз немишкә униң билән сөзлишисиз?» дәпму соримиди. | |
John | UyCyr | 4:29 | — Җүрүңлар, һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән Адәмни көрүп келиңлар. Қутқазғучи-Мәсиһ шумиду? — деди. | |
John | UyCyr | 4:31 | Шу вақитниң өзидә шагиртлири һәзрити Әйсаға: — Устаз, азирақ бир нәрсә йәвалсиңизчу, —дәп өтүнүшти. | |
John | UyCyr | 4:34 | — Мениң йемәклигим — Мени әвәткән Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң Маңа тапшурған ишини тамамлаштур, — деди һәзрити Әйса. | |
John | UyCyr | 4:35 | Һәзрити Әйса шәһәрдин келиватқанларни көздә тутуп сөзини давамлаштуруп, шагиртлириға мундақ деди: — Силәр: «Һосул жиғишқа йәнә төрт ай бар», дәйсиләр. Амма силәргә ейтимәнки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болғандәк, бу кишиләрму ишинишкә тәйяр болди! | |
John | UyCyr | 4:36 | Худди һосул жиққучи һәққини еливатқандәк, бу кишиләрни Маңа ишинишкә йетәкләватқанларму Худадин тегишлик һәққини еливатиду. Уларниң жиққан һосули болса, мәңгүлүк һаятқа еришкән кишиләрдур. Шундақ қилип, «териқчи» вә «омичи» тәң хошаллиниду. | |
John | UyCyr | 4:38 | Мән силәрни өзәңлар әмәс, башқилар әмгәк сиңдүргән бир «һосулни» жиғишқа әвәттим. Шуниң үчүн силәр тәйяр болған бу «һосулни» жиққучисиләр. | |
John | UyCyr | 4:39 | Сиһар йезисидики нурғун самарийәликләр һелиқи аялниң: «Һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди!» дегән сөзини аңлап, һәзрити Әйсаға ишәнди. | |
John | UyCyr | 4:40 | Шуңа улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Униң өзлири билән биллә турушини илтимас қилишти. Шуниң билән һәзрити Әйса у йәрдә икки күн турди. | |
John | UyCyr | 4:42 | Улар аялға: — Бизниң ишинишимиз әнди пәқәт сизниң сөзлириңиз сәвәвидинла әмәс, бәлки өзимизниң аңлиғанлиғидинму болди. Униң һәқиқәтән дунияниң Қутқазғучиси екәнлигини билдуқ! — дейишти. | |
John | UyCyr | 4:45 | Җәлилийәгә кәлгинидә, җәлилийәликләр Уни қарши елишти, чүнки уларму «Өтүп кетиш» һейтини Йерусалимда өткүзгән вә һәзрити Әйсаниң у йәрдә яратқан мөҗүзә һәм карамәтлирини көргән еди. | |
John | UyCyr | 4:46 | Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә турған вақтида, Кана йезисиға йәнә барди. (У дәл шу йезидики бир тойда суни шарапқа айландурған еди.) Шу күнләрдә Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди. | |
John | UyCyr | 4:47 | У һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә кәлгәнлигини аңлап, Униң алдиға барди вә: — Өйүмгә берип, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәрсиңиз! — дәп өтүнди. | |
John | UyCyr | 4:48 | Шуниң билән һәзрити Әйса униңға: — Силәр җәлилийәликләр мөҗүзә вә карамәтләрни көрмигичә, Маңа ишәнмәйдиған охшайсиләр, — деди. | |
John | UyCyr | 4:50 | — Өйүңизгә қайтиң, оғлуңиз һаят қалиду, — деди һәзрити Әйса. Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди. | |
John | UyCyr | 4:52 | Әмәлдар улардин оғлиниң қачандин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини сориғинида, улар: — Түнүгүн чүштин кейин саат бирдә қизитмиси янди, — дейишти. | |
John | UyCyr | 4:53 | Балиниң атиси буниң дәл һәзрити Әйсаниң өзигә: «Оғлуңиз һаят қалиду!» дегән вақит екәнлигини есигә алди. Шуниң билән у вә пүтүн аилисидикиләр һәзрити Әйсаға ишәнди. | |