Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 1
Psal UyCyr 1:1  Нәқәдәр бәхитлик һә! Яманларниң мәслиһитигә кирмигүчи, Гунакарларниң йолида маңмиғучи, Мәсқиричиләр арисида жүрмигүчи.
Psal UyCyr 1:2  Пәрвәрдигарниң тәлимлиридин шатлиқ тапиду улар, Кечә-күндүз шу тәлимләр һәққидә пикир қилар.
Psal UyCyr 1:3  У гоя дәрәқтур тикилгән ериқ бойиға, Өз пәслидә мевиләрни берип турар. Солашмас әсла йопурмақлири, Һәммә ишлири оңушлуқ болар.
Psal UyCyr 1:4  Бирақ яманлар охшимас уларға, Улар охшар шамалда сорулған топанға.
Psal UyCyr 1:5  Баш көтирәлмәс яманлар Худаниң сориғида, Гунакарлар туралмас һәққанийлар қатарида.
Psal UyCyr 1:6  Пәрвәрдигар йорутар һәққанийлар йолини, Яманлар йоли башлар һалакәткә уларни.