Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 124
Psal UyCyr 124:1  Сион теғи тәврәнмәй, мәңгүгә мәзмут турар, Сионға охшар, үмүтини Пәрвәрдигарға бағлиғанлар.
Psal UyCyr 124:2  Тағлар қоршап турғандәк Йерусалимни, Пәрвәрдигар қоршап турар Өз хәлқини, Та әбәткичә қоғдап уларни.
Psal UyCyr 124:3  Болувәрмәс һөкүмранлиқ һасиси яманларда, Һәққанийларға рисқ қилип берилгән бу зиминда, Рәзилләр һөкүмранлиқ қилса һәққанийлар үстидә, Һәққанийларму айлинип кетәр яманларға.
Psal UyCyr 124:4  Әй Пәрвәрдигар, меһриңни бәргин дайима, Яхшилар вә қәлби пакларға.
Psal UyCyr 124:5  Адишип кәткәнләрни әгри йолларға, Җазалайду Пәрвәрдигар яманларға қошупла, Теч-аманлиқ болғай исраилларға.