Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 92
Psal UyCyr 92:1  Һөкүмрандур Пәрвәрдигар, Һәйвәт Униң йепинчиси, Оралғандур улуғварлиқ, Қудрәт Униң бәл потиси. Мәзмут қилинған дуния, Тәврәнмәс у әсла.
Psal UyCyr 92:2  Мустәһкәмдур тәхтиң әзәлдин, Мәвҗутсән Өзәң дәсләптин.
Psal UyCyr 92:3  Әй Пәрвәрдигар, Шақиримақта деңиз сулири, Яңримақта шавқунлири, Гүлдүрлимәктә долқунлири.
Psal UyCyr 92:4  Деңизларниң гүлдүрләшлиридин, Долқунларниң жулқунушлиридин, Қудрәтликтур асмандики Пәрвәрдигар.
Psal UyCyr 92:5  Әй Пәрвәрдигар, өзгәрмәстур пәризлириң, Өйүңгә зенәттур мәңгүлүк муқәддәслигиң.