Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 99
Psal UyCyr 99:1  Әй пүткүл җаһандики инсанлар, Яңритиңлар Пәрвәрдигарға алқишлар.
Psal UyCyr 99:2  Хошаллиқ билән ибадәт қилиңлар Униңға, Шатлиқ билән мунаҗәт оқуп кириңлар һозуриға.
Psal UyCyr 99:3  Билиңларки, Пәрвәрдигар йеганидур, Бизни У яратқандур, биз Униңға тәвәдурмиз, Биз Униң хәлқидурмиз, яйлиғиниң қойлиридурмиз.
Psal UyCyr 99:4  Дәрвазилиридин кириңлар һәмдусана-шүкүр ейтип, Қәдәм тәшрип қилиңлар һойлилириға мәдһийә ейтип, Махтаңлар намини миннәтдарлиқ билдүрүп.
Psal UyCyr 99:5  Бәрһәқ, Пәрвәрдигар шапаәтликтур, Униң меһир-муһәббити мәңгүлүктур, Әвлаттин-әвлатқичә садақәтликтур.