GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 11
Gene | UyCyr | 11:3 | Улар өз ара: — Хиш қуюп, отта пиширайли! — дәп мәслиһәтләшти. Буниң билән улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қара май ишлитидиған болди. | |
Gene | UyCyr | 11:4 | Андин улар: — Бир шәһәр бена қилайли! Шәһәрдә асманға тақашқидәк бир мунара ясап, өз намимизни чиқирип, тәрәп-тәрәпкә тарқилип кетишимиздин сақлинайли! — дейишти. | |
Gene | UyCyr | 11:6 | Пәрвәрдигар: — Улар бирлишип бир җамаәт болуп, бир тилда сөзлишидикән. Бу пәқәтла улар қилмақчи болған ишниң башлиниши! Буниңдин кейин улар немә қилишни халиса, шуни қилалайду. | |
Gene | UyCyr | 11:7 | Биз чүшүп, уларниң тилини қалаймиқанлаштуруветип, уларни бир-бириниң мәхситини уқалмайдиған қилип қояйли, — деди. | |
Gene | UyCyr | 11:8 | Буниң билән Пәрвәрдигар уларни пүтүн дунияға тарқитивәтти. Улар шәһәр бена қилиш қурулушини тохтатти. | |
Gene | UyCyr | 11:9 | Шуңа бу шәһәрниң нами Бабил дәп аталди. Чүнки Пәрвәрдигар у йәрдә инсанларниң тиллирини қалаймиқанлаштуруветип, уларни дунияниң һәр қайси җайлириға тарқитивәткән еди. | |
Gene | UyCyr | 11:10 | Самниң әвлатлири төвәндикичә: Топан өтүп иккинчи жили Сам йүз йешида Арпахшадни тапти. | |
Gene | UyCyr | 11:27 | Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: Тәраһ Ибрам, Наһор вә Һаранларни тапти. Һаран болса, Лутни тапти. | |
Gene | UyCyr | 11:28 | Һаран калданиларниң зимини болған өз жути Ур шәһиридә атиси Тәраһтин бурун аләмдин өтти. | |
Gene | UyCyr | 11:29 | Ибрам Сараһқа өйләнди, Наһор болса Һаранниң қизи Милкаға өйләнди. Һаранниң йәнә Искаһ дегән балисиму бар еди. | |
Gene | UyCyr | 11:31 | Тәраһ оғли Ибрамни, нәвриси Лутни (Һаранниң оғли) вә келини, йәни Ибрамниң аяли Сараһни елип, калданиларниң зимини болған Ур шәһирини қалдуруп, Қанан дегән районға кәтмәкчи еди. Бирақ улар Һаран дегән шәһәргә кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди. | |