GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 46
| Gene | UyCyr | 46:1 | Исраил пүтүн мал-мүлүклирини жиғиштуруп, Бәәршәбаға келип, у йәрдә атиси Исһақ етиқат қилған Худаға атап қурванлиқ қилди. | |
| Gene | UyCyr | 46:2 | Шу кечә униңға бир алаһидә көрүнүш көрүнүп, Худа уни: — Яқуп, Яқуп! — дәп чақирди. — Ләббәй, — дәп җавап бәрди у. | |
| Gene | UyCyr | 46:3 | Худа униңға: — Мән Худа, сениң атаң етиқат қилған Худадурмән. Сән Мисирға бериштин қорқма, чүнки Мән у йәрдә сениң әвлатлириңни улуқ бир хәлиқ қилимән. | |
| Gene | UyCyr | 46:4 | Мән сән билән биллә Мисирға берип, андин әвлатлириңни чоқум бу зиминға қайтуруп келимән. Сән аләмдин өткәндә, Йүсүп йениңда болиду, — деди. | |
| Gene | UyCyr | 46:5 | Яқуп Бәәршәбадин йолға чиқти. Униң оғуллири уни вә хотун-балилирини Мисир падишаси әвәткән һарвуларға олтарғузуп, | |
| Gene | UyCyr | 46:6 | Қананда тапқан мал-варанлири билән тәәллуқатлирини елип, Мисирға қарап маңди. Шундақ қилип, Яқуп пүтүн әвлатлирини елип Мисирға кәлди. | |
| Gene | UyCyr | 46:8 | Исраил дәпму аталған Яқуп билән биллә Мисирға барған әвлатлириниң исимлири төвәндикичә: Яқупниң чоң оғли Рубен | |
| Gene | UyCyr | 46:10 | Шимон вә униң оғуллири: Йемуил, Ямин, Оһад, Якин, Сохар вә қананлиқ аялидин болған Шаул қатарлиқлар. | |
| Gene | UyCyr | 46:12 | Йәһуда вә униң оғуллири: Шалаһ, Парәс вә Зәраһ қатарлиқлар. Йәһуданиң йәнә Ер вә Онан дегән оғуллири болуп, улар Қананда өлүп кәткән еди. Парәсниң оғуллири: Һесрон билән Һамул. | |
| Gene | UyCyr | 46:15 | Жуқуридикиләр Леяһ Паддан-Аррамда Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, қизи Дина билән җәми оттуз үч нәпәр еди. | |
| Gene | UyCyr | 46:17 | Ашер вә униң пәрзәнтлири: оғуллири Йимна, Йишва, Йишви, Бәрия вә қизи Сәраһ. Бәрияниң оғуллири: Һебәр вә Малкел еди. | |
| Gene | UyCyr | 46:18 | Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Леяһқа қиз хизмәткар қилип бәргән Зилпа Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, улар җәми он алтә нәпәр еди. | |
| Gene | UyCyr | 46:19 | Яқупниң аяли Раһилә униңға икки оғул туғуп бәргән болуп, улар Йүсүп билән Бинямин еди. | |
| Gene | UyCyr | 46:20 | Йүсүп Мисирда Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенаттин Манассә вә Әфраим исимлиқ икки оғул тапқан еди. | |
| Gene | UyCyr | 46:21 | Биняминниң оғуллири: Бела, Бекәр, Ашбел, Гера, Наман, Әһи, Рош, Муппим, Һуппим вә Арид қатарлиқлар. | |
| Gene | UyCyr | 46:25 | Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Раһиләгә қиз хизмәткар қилип бәргән Билһа Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, җәми йәттә нәпәр еди. | |
| Gene | UyCyr | 46:26 | Демәк, Яқупниң келинлирини һесапқа алмиғанда, Яқуп билән биллә Мисирға барған өз әвлатлири җәми атмиш алтә киши еди. | |
| Gene | UyCyr | 46:27 | Йүсүпниң Мисирда тапқан икки оғлини қошқанда, Яқуп җамаитиниң Мисирдики нопуси җәми йәтмиш киши болди. | |
| Gene | UyCyr | 46:28 | Яқуп Йүсүп билән Гошән вилайитидә көрүшүш үчүн, Йәһудани униң йениға йөнилишини уқуп келишкә әвәтти. Яқуплар Гошәнгә кәлгинидә, | |
| Gene | UyCyr | 46:29 | Йүсүп вәзирлик һарвусида олтирип, атисиниң алдиға барди. Улар дидар көрүшүш биләнла Йүсүп атисини қучақлап, узаққичә жиғлиди. | |
| Gene | UyCyr | 46:30 | Исраил Йүсүпкә: — Мән сениң һаят екәнлигиңни өз көзүм билән көрдүм. Әнди өлүп кәтсәмму разимән! — деди. | |
| Gene | UyCyr | 46:31 | Андин Йүсүп қериндашлири вә чоң өйдикилиригә мундақ деди: — Мән падишаға силәрниң Қанандин бу йәргә көчүп кәлгәнлигиңларни мәлум қилай. | |
| Gene | UyCyr | 46:32 | Униңға силәрниң чарвичи екәнлигиңларни, мал-мүлкүңларни елип кәлгәнлигиңларни ейтай. | |