Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next
Chapter 49
Gene UyCyr 49:1  Яқуп оғуллирини алдиға чақирип, уларға мундақ деди: — Һәммиңлар алдимға келиңлар, силәргә дуч келидиған ишларни ейтип қояй!
Gene UyCyr 49:2  «Әй оғуллирим, һәммиңлар келип қулақ селиңлар. Атаңлар Исраилниң сөзлирини көңүл қоюп тиңшаңлар.
Gene UyCyr 49:3  Әй Рубен, сән тунҗа оғлумсән, Сән күч-қудритимсән! Чоң болуп тапқан тунҗа оғлумсән, Оғуллирим ичидә әң ғурурлуғи вә күчлүги сән.
Gene UyCyr 49:4  Бирақ сән кәлкүндәк еқип, тутуқ бәрмидиң! Сән кичик хотунум билән бир орунда йетип, Көрпәмни булғиғачқа, әнди улуқ киши болалмайсән.
Gene UyCyr 49:5  Шимон билән Лавий иттипақдаш болуп, Уларниң қиличлири рәһимсизлик қилди.
Gene UyCyr 49:6  Қошулмаймән уларниң яман нийитигә, Қатнашмаймән уларниң сүйиқәстлик планиға, Чүнки улар дәрғәзәптә адәм өлтүрүп, Буқиларниң сиңирини халиғиничә кәсти.
Gene UyCyr 49:7  Яғсун ләнәтләр уларниң ғәзивигә, Шундақла рәһимсиз өчмәнлигигә. Тарқитиветәрмән, чечиветәрмән уларни Исраилларниң арисиға.
Gene UyCyr 49:8  Әй Йәһуда, қериндашлириң сени махтар. Сән дүшмәнниң гелини сиқарсән. Қериндашлириң сениң алдиңда баш қояр.
Gene UyCyr 49:9  Йәһуда дүшминигә яш ширдәк етилиду, Уни мәғлуп қилип, қайтип келиду угисиға. Созулуп ятса угисида, Кимму униңға тегишкә җүръәт қилар?
Gene UyCyr 49:10  Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.
Gene UyCyr 49:11  Һәдди-һесапсиз бай болғанлиғидин у, Ғаҗап қоюшиға қаримай тәхийиниң, Бағлап қояр уни әң яхши үзүмгә. Бағлап қояр хотигини үзүм шехиға. Кийимлирини жуяр үзүм шаравида, Есил тонини жуяр үзүм шәрбитидә.
Gene UyCyr 49:12  Униң көзлири үзүм шаравидин қара. Чишлири сүттинму ақ.
Gene UyCyr 49:13  Зәбулун турар деңиз бойида, У йәр кемә порти болар, Зимини Сидон тәрәпкә созулар.
Gene UyCyr 49:14  Иссакар гоя күчлүк ешәк болуп, Еғилниң ичидә ятар.
Gene UyCyr 49:15  Көргәндә у дәм елиш орниниң яхшилиғини Вә йеридин һосул көп чиқидиғанлиғини, Артип жүкниң еғирини мүрисигә, Қул болуп, җапалиқ ишқа мәҗбур болар.
Gene UyCyr 49:16  Дан Исраил қәбилисидин бири болар, У өз хәлқигә адил һөкүм қилар.
Gene UyCyr 49:17  У иландәк йол бойлирида, Зәһәрлик иландәк чиғир йолларда, Чеқип атниң туйиғини, Арқисиға жиқитар атлиқларни.
Gene UyCyr 49:18  Әй Пәрвәрдигарим, қутқузушуңни күтмәктимән!
Gene UyCyr 49:19  Гад қарақчиларниң һуҗумиға учрар. Лекин у кәйнидин һуҗум қилип, зәрбә берәр.
Gene UyCyr 49:20  Ашерниң зимини худди мол ашлиқ амбири болуп, Падишаларни у тәминләр хас ләззәтлик тамақлири билән.
Gene UyCyr 49:21  Нафтали әркин ана кейиктур, У туғар сөйүмлүк бала кейикләрни.
Gene UyCyr 49:22  Йүсүп мевилик дәрәқтур. У булаққа йеқиндур. Униң шахлири һалқип өтәр тамдин.
Gene UyCyr 49:23  Шиддәтлик һуҗум қилар дүшмән очилири униңға, Оқ-ялар дәһшәтлик етилар униңға,
Gene UyCyr 49:24  Лекин униң оқ-яри мәзмут йәнила, Униң қоллири күчлүк йәнила. Таянғачқа у Яқуп етиқат қилған қадир Худаға, Йәни исраилниң Падичисиға, Қорам Тешиға.
Gene UyCyr 49:25  Атаң ибадәт қилған Худа саңа ярдәм қилар, Һәммигә қадир Худа сени бәхитлик қилар. У саңа хасийәтлик ямғур яғдуруп, Йәрдики булақларни тәғдим қилар. Ат-калилириңни һәм авутуп, Әвлатлириңни көп қилар.
Gene UyCyr 49:26  Атаң Худадин еришкән бу бәхит, Қедимки тағ чоққилиридинму, Идирлиқлардики байлиқлардинму бүйүктур. Мана бу бәхит-саадәт Йүсүпниң бешиға, Йәни қериндашлиридин талланғиниға қонар.
Gene UyCyr 49:27  Бинямин гоя жиртқуч чилбөрә. У әтигәнлиги тутқинини ялмап, Кечиси олҗиларни бөләр».
Gene UyCyr 49:28  Исраилниң бу он икки оғли Исраил хәлқиниң он икки қәбилиси­ниң бовилири болди. Бу сөзләр Яқупниң һәр бир оғлиға қилған лайиқ хәйирлик дуасидур.
Gene UyCyr 49:29  Яқуп оғуллириға мундақ дәп тапилиди: — Әҗдатлиримниң қешиға кетидиғанға аз қалдим. Силәр мени ата-бовилиримниң йениға, йәни хитлардин болған Әфронниң етизлиғидики өңкүргә дәпнә қилиңлар.
Gene UyCyr 49:30  Бу өңкүр Қанандики Мамрәниң шәриқ тәрипидики Макпелаһ йезисида болуп, Ибраһим у өңкүр билән йәрни хитлардин болған Әфрондин йәрлик қилиш үчүн сетивалған еди.
Gene UyCyr 49:31  Ибраһим вә аяли Сарә у йәргә қоюлған. Исһақ вә аяли Рибәқаму у йәргә қоюлған. Мән Леяһниму у йәргә дәпнә қилдим.
Gene UyCyr 49:32  У йәр билән өңкүр хитлардин сетивелинған болуп, силәр мени шу йәргә қоюңлар.
Gene UyCyr 49:33  Яқуп оғуллириға бу сөзләрни қилғандин кейин, йетипла нәпәси тохтап, әҗдатлириниң қешиға кәтти.