I SAMUEL
Chapter 14
I Sa | UyCyr | 14:1 | Бир күни Саулниң оғли Йонатан өзиниң қурал-ярақлирини көтәргән жигиткә: — Җүр, қарши тәрәптики филистийәликләрниң қаравул отряди җайлашқан йәргә өтәйли, — деди, лекин буни атисиға ейтмиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:2 | Бу чағда Саул вә униңға әгәшкән алтә йүзчә адәм Гибъаһниң әң четидики Мигрон дегән җайда бир анар дәриғиниң йенида баргаһта еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:3 | Роһаний Ахия уларниң ичидә болуп, роһанийлиқ қилип ефодни көтирәтти. У Икабодниң қериндиши Ахитубниң оғли еди. Ахитуб Пинихасниң оғли, Шилода Пәрвәрдигарға роһанийлиқ қилған Әлиниң нәвриси еди. Йонатанниң кәткинини хәлиқ билмәй қалди. | |
I Sa | UyCyr | 14:4 | Филистийәликләрниң қаравул отряди җайлашқан йәргә бериш үчүн Йонатан Бозез вә Сәнәһ дәп атилидиған икки тик қияниң оттурисидики давандин өтүши керәк еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:6 | — Җүр, бу хәтнисизләрниң қаравул отряди җайлашқан йәргә барайли, — деди Йонатан қурал-ярақ көтәргүчисигә, — Пәрвәрдигар биз үчүн бирәр иш қилса һәҗәп әмәс. Чүнки Пәрвәрдигарниң бир кишигә ғалибә ата қилиши, у кишиниң адиминиң аз яки көп болушиға бағлиқ әмәс. | |
I Sa | UyCyr | 14:7 | — Көңлүңиздә немә болса, шундақ қилиң! Немә иш қилсиңиз, мән сиз билән биллә болимән, — деди қурал-ярақ көтәргүчиси. | |
I Sa | UyCyr | 14:9 | Әгәр улар бизгә: «Биз силәрниң йениңларға барғичә әшу йәрдә туруп туруңлар» десә, уларниң йениға бармай, өз җайимизда туруп турайли, | |
I Sa | UyCyr | 14:10 | әгәр: «Бизниң йенимизға келиңлар» десә, барайли. Шундақ қилсақ, бу Пәрвәрдигар уларни бизниң қолумизға тапшурғанлиғиниң бир бәлгүси болғай, — деди Йонатан. | |
I Sa | UyCyr | 14:11 | Иккиси өзлирини филистийәликләрниң қаравуллириға көрсәткән еди, қаравуллар: — Мана, ибранийлар өзлирини йошурған өңкүрләрдин чиқти, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 14:12 | Андин улар Йонатан билән униң қурал-ярақ көтәргүчисигә: — Бу яққа келиңлар, әдивиңларни берәйли, — деди. — Маңа әгишип маң, — деди Йонатан қурал-ярақ көтәргүчисигә, — Пәрвәрдигар уларни исраилларниң қолиға бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 14:13 | Йонатан филистийәликләр тәрәпкә өмүләп, ямишип чиқишқа башлиди, қурал-ярақ көтәргүчисиму арқисидин әгәшти. Йонатан филистийәликләргә етилип, уларни йәргә жиқитти, ярақ көтәргүчисиму униңға әгишип уларни өлтүрүшкә киришти. | |
I Sa | UyCyr | 14:14 | Бу дәсләпки һуҗумда Йонатан билән униң қурал-ярақ көтәргүчиси тәхминән үч мо келидиған йәрдә жигирмә адәмни өлтүрди. | |
I Sa | UyCyr | 14:15 | Туюқсиз баргаһ вә даладики филистийәликләр топи алақзадә болуп кетишти, қаравуллар вә зәрбидарларму қорқуп, титирәп кетишти, йәрму тәврәп кәтти. Бу Худадин кәлгән қорқунуч еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:16 | Саулниң Бинямин қәбилисигә тәвә Гибъаһ дегән йәрдики қаравуллири филистийәликләр қошуниниң паракәндә болуп, у яқ-бу яққа питирап кәткәнлигини көрүп қалди. | |
I Sa | UyCyr | 14:17 | Саул уларға: — Қарап беқиңлар, аримизда кимләр йоқ екән? — деди. Улар тәкшүрүп беқиведи, Йонатан билән униң қурал-ярақ көтәргүчиси йоқ болуп чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 14:18 | Андин Саул Ахияға буйруп: — Ефодни елип кәл, — деди. У вақитта Ахия исраилларниң алдида ефодни көтирип маңатти. | |
I Sa | UyCyr | 14:19 | Саул роһанийға сөзләватқанда, филистийәликләрниң баргаһидики вараң-чуруң барғансири күчийип кәтти. У роһанийға: — Болди қил, керәк әмәс, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 14:20 | Саул дәрһал өзигә әгәшкән пүтүн хәлиқни жиғип, җәңгаһқа берип, филистийәликләрниң нәйзә-қилич билән өз ара бир-бирини қирғин қилишиватқанлиғини, уларниң әҗайип паракәндә болуп кетишкәнлигини көрди. | |
I Sa | UyCyr | 14:21 | Бу чағда илгири филистийәликләргә қошулуп кәткән һәм улар билән баргаһқа келип қалған ибранийлар филистийәликләрни ташлап, Саул вә Йонатанға әгишип кәлгән исраилларға қошулувалди. | |
I Sa | UyCyr | 14:22 | Әфрайим тағлиқ райониға йошурунған исраилларму филистийәликләрниң қачқанлиғини аңлап, җәңгә чиқип уларни қоғлиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:23 | Шу күни Пәрвәрдигар исраилларға чоң ғалибә бәрди. Бу җәң Бәйтъавәнниң жирақ йәрлиригичә йейилди. | |
I Sa | UyCyr | 14:24 | У күни исраиллар наһайити һерип һалидин кәтти. Чүнки Саул уларни қәсәм билән бағлап: «Мән дүшмәнлиримдин интиқам елип болмиғичә, кәч кириштин бурун таам йегән киши қарғишқа кәтсун», дәп ейтқан еди. Шуниң билән һечким һечнемә йемиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:25 | Улар орманлиққа йетип барғанда, йәрдә һәрә угилиридин еқип чүшүватқан һәсәлләрни көрди. Шундақтиму һечким униңдин азирақму елип ағзиға салмиди, чүнки улар қәсәмдин қорқушти. | |
I Sa | UyCyr | 14:26 | Улар орманлиққа йетип барғанда, йәрдә һәрә угилиридин еқип чүшүватқан һәсәлләрни көрди. Шундақтиму һечким униңдин азирақму елип ағзиға салмиди, чүнки улар қәсәмдин қорқушти. | |
I Sa | UyCyr | 14:27 | Лекин Йонатан атисиниң хәлиқни қәсәм билән бағлиғанлиғини аңлимиған еди, шуңа у қолидики тайиғини һәрә угисиға тиқип, һәсәл елип, ағзиға селиведи, көзи нурлинип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 14:28 | Амма көпчиликтин бири униңға: — Атиңиз хәлиқни қәсәм билән қаттиқ бағлап: «Бүгүн һәрқандақ нәрсә йегән адәм қарғишқа кәтсун», дәп ейтқан еди, шуниң үчүн һәммимиз бәк һерип һалимиздин кәттуқ, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 14:29 | — Атам һәммимизни еғир әһвалда қалдурупту, — деди Йонатан, — қараңлар, мән бу һәсәлдин азирақ тетип беқиведим, көзүм рошәнлишип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 14:30 | Әгәр бүгүн хәлиқ дүшмәнлиримиздин олҗа алған нәрсиләрдин халиғиничә йегән болса, техиму яхши болмасмиди? Бүгүн өлтүрүлгән филистийәликләр техиму көп болмасмиди? | |
I Sa | UyCyr | 14:31 | Шу күни улар филистийәликләрни мәғлуп қилип, Микмастин Айялонғичә қоғлиди. Амма һәммиси барғансири аҗизлап кәткән еди, | |
I Sa | UyCyr | 14:32 | шуңа улар олҗиларға өзини етип, қой, кала вә мозайларни удул кәлгән йәрдә союп, қенини еқитмай гөшини йеди. | |
I Sa | UyCyr | 14:33 | Бәзиләр Саулға: — Хәлиқ қени еқитилмиған гөшләрни йейиш билән Пәрвәрдигар алдида гуна қилди, — дәп ейтқан еди, Саул: — Бу Худаниң келишимигә хилаплиқ қилғанлиқтур! Әнди дәрһал бу йәргә чоң бир ташни домилитип келиңлар, | |
I Sa | UyCyr | 14:34 | хәлиқниң арисиға берип, уларға ейтиңлар: «Һәрбир киши өз мелини йенимға әкелип, бу йәрдә союп йесун, қени еқитилмиған гөшни йәп, Пәрвәрдигар алдида гуна қилмисун», — деди. Шуниң билән һәммиси у кечиси өз мелини йетиләп келип, шу йәрдә сойди. | |
I Sa | UyCyr | 14:35 | Саул Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи ясиди, бу униң Пәрвәрдигарға атап ясиған тунҗа қурванлиқ суписи еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:36 | Андин Саул адәмлиригә: — Кечичә филистийәликләрниң арқисидин қоғлап, таң етиштин бурун уларниң мал-мүлүклирини тартивелип, һеч бирини тирик қоймайли! — деди. — Сизгә қандақ қилиш яхши болса, шундақ қилиң, — деди улар. Лекин роһаний сөз қистуруп: — Биз алди билән Худаниң ирадисини биләйли, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 14:37 | Саул Худадин: — Мән филистийәликләрниң арқисидин қоғлисам боламду? Уларни исраилларниң қолиға тапшурамсән? — дәп сориди. Лекин шу күни Худадин һеч җавап кәлмиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:38 | Шуңа Саул: — Әй ләшкәр башлири, һәммиңлар бу йәргә келиңлар, бүгүн немә гуна қилинғанлиғини ениқлап чиқайли. | |
I Sa | UyCyr | 14:39 | Мән исраилларға ғалибә бәргүчи мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, бу гунани қилған киши, һәтта оғлум Йонатан болсиму өлүши керәк, — деди. Лекин хәлиқтин һечқандақ сада чиқмиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:40 | Андин у пүткүл исраилларға: — Силәр бир тәрәптә туруңлар, оғлум Йонатан иккимиз йәнә бир тәрәптә турайли, — деди. — Сизгә қандақ қилиш яхши болса, шундақ қилиң, — деди хәлиқ. | |
I Sa | UyCyr | 14:41 | Саул Пәрвәрдигар — исраилларни таллиған Худаға: — Кимниң гунакар екәнлигини көрсәткәйсән, — деди. Кейин чәк ташлиниведи, чәк Саул билән Йонатанға чиқти, хәлиқ қутулди. | |
I Sa | UyCyr | 14:43 | Саул Йонатанға: — Сән немә қилғанлиғиңни маңа ейт, — деди. — Қолумдики таяқ билән кичиккинә һәсәл елип тетип баққиним раст. Мана, өлүшкә разимән, — деди Йонатан. | |
I Sa | UyCyr | 14:45 | Лекин хәлиқ униңға: — Исраилларни шунчивала чоң ғалибә-нусрәткә йәткүзгән Йонатан турса, әҗәва, у өлүши керәкму? Һәргиз ундақ қилишқа болмайду! Биз мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимизки, униң бир тал чечиғиму тегишкә болмайду, чүнки у Худаниң ярдими билән бүгүн шунчә чоң ишни қилди, — деди. Әйнә шу тәриқидә хәлиқ Йонатанни өлүмдин қутулдуруп қалди. | |
I Sa | UyCyr | 14:46 | Шуниңдин кейин Саул филистийәликләрни қоғлимай йенип кәтти, филистийәликләрму өз жутиға қайтип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 14:47 | Саул Исраил падишалиғини мустәһкәм қолға алғандин кейин, әтрапидики барлиқ дүшмәнлири билән җәң қилди. Моаблиқлар, аммонлар, идомлуқлар, Зобаһтики падишалар вә филистийәликләр билән җәң қилип, қайси тәрәпкә йүзләнмисун, у ғалибә қилди. | |
I Sa | UyCyr | 14:48 | Саул җәңдә батур еди, у амаләкләрни мәғлуп қилип, исраилларни булаң-талаң қилғанларниң қолидин қутқузди. | |
I Sa | UyCyr | 14:49 | Саулниң оғуллири Йонатан, Йишви вә Малкишувалар еди, қизлири болса чоңи Мераб, кичиги Микал еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:50 | Саулниң аяли Ахиноам болуп, Ахимаазниң қизи еди. Саулниң қошуниниң беши Абнер болуп, у Саулниң тағиси Нерниң оғли еди. | |