Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 12
Psal UyCyr 12:2  Әй Пәрвәрдигар, унтарсәнму мәңгү мени? Йошурарсән қачанғичә мәндин йүзүңни?
Psal UyCyr 12:3  Һәсрәт жутуп өтәрмән, қачанғичә әндишидә, Дүшминим дәссәп турар қачанғичә йәлкәмгә?
Psal UyCyr 12:4  Әй Егәм Пәрвәрдигар, җавап бәргин нәзириңни селип маңа, Нурландурғин көзлиримни, болмиса кетәрмән мәңгүлүк уйқиға.
Psal UyCyr 12:5  Әгәр көзлирим жумулса хуш болар дүшмәнлирим, «Мән униңдин ғалип кәлдим» дейишәр дүшмәнлирим.
Psal UyCyr 12:6  Тайинип кәлдим мән мәңгүлүк муһәббитиңгә, Ниҗатиңдин толуп ташсун шатлиқ қәлбимгә. Илтипат әйлигәч Сән маңа, Әй Пәрвәрдигар, мунаҗәт ейтимән Саңа.